Хотән мукуйла вәқәсидә яриланғандин кейин тутуп туриливатқан 5 балидин 17 яшлиқиниң әһвалиниң еғирлашқанлиқи ашкариланди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.01.02
2012.01.02
RFA
Бу бәш нәпәр балиниң нөвәттики әһвали, йәни уларниң ярилириниң еғирлишиш яки сақийиш дәриҗиси, шундақла уларниң қандақ муамилигә учраватқанлиқи һәққидә мәлумат игиләш үчүн, бүгүн йәрлик сақчи орунлириға телипон қилди. Ашкарилинишичә, нөвәттә бу бәш бала ичидә 17 яшлиқ балиниң әһвали хәтәрлик басқучта турмақта.
Игилигән омуми мәлуматлиримиздин қариғанда, шу күнки вәқәдә, 17 яштин чоңларниң һәммиси етиветилгән. Чоңларниң өлтүрүлп, балиларниң аман қалғиниға қариғанда, вәқәдә сақчилар, йеқин мусапидә оқ чиқарған. Бүгүнки мәлуматлиримиздин қариғанда яриланған баиллардин 17 яшлиқиниң хәтәрлик басқучта. Мәлум болушичә, балилар һазирға қәдәр дохтурханиға апирилмиған, әксичә, наһийилик җ х идарисидә тутуп турулмақта. Әмма ярисидини сақайтиш үчүн, дохтур тәклип қилип қилмиғанлиқи техи мәлум әмәс.