Японийидә "хитай коммунист партийиси тәрипидин өлтүрүлгән кишиләр" намлиқ китаб нәшр қилинди

Мәзкур китабниң 7-баби "шинҗаң уйғур аптоном районидики мустәқиллиқ һәрикити" дегән темида болуп аптор бу бапта бундин 14-йил илгири илида йүз бәргән "5-феврал вәқәси" һәққидә тохталған.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.01.28
xitay-komunistliri-olturgen-kishiler-305.jpg Японийидә нәшр қилинған "хитай коммунист партийиси тәрипидин өлтүрүлгән кишиләр" намлиқ китаб. 2011-Йили январ.
RFA/Erkin Tarim

Ғулҗа вәқәсиниң 14 йиллиқ хатирә күни йеқинлишиватқан күнимиздә, японийиниң нопузлуқ нәшриятлиридин бири болған шявгаккан нәшрияти тәрипидин атақлиқ журналист вә язғучи масару сома әпәнди язған "хитай коммунист партийиси тәрипидин өлтүрүлгән кишиләр" намлиқ китаб 239 бәт, 9 баблиқ, қаттиқ муқавилиқ қилип нәшр қилинған.

Мәзкур китабниң аптори масару сома әпәнди 1957-йили японийидә туғулған, токйо чәтәл тили университетиниң хитай тили факултетини пүттүргәндин кейин, америкиниң җорҗ вашингтон университети вә америка харвард университетлирида оқуған. Кейин японийидики даңлиқ милләтчи гезитләрдин бири болған санкейи шинбун гезитидә японийә ‏- хитай мунасивити һәққидики көплигән мақалиси елан қилинған.

Униңдин башқа, аптор әйни чағда санкей шинбун гезитиниң хоңкоңдики тармақ шөбисиниң мәсули болуп хизмәт өтигән. Аптор йезип нәшр қилдурған "3 милйонлуқ хитай армийиси вә келәр қетимлиқ җәң" намлиқ әсири билән "харвард университети оқуғучиларға японларни мундақ өгитиду" намлиқ әсири 2001-йиллиқ японийиниң мәшһур әсәрләр әдәбият мукапатиға еришкән.

Апторниң йеқинда нәшрдин чиққан "хитай коммунистлири тәрипидин өлтүрүлгән кишиләр" намлиқ әсири япон оқурмәнләрниң зор қизиқишини қозғиған муһим әсәрләрдин бири һесаблинидикән.

Биз бу китаб һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн японийә кагошима хәлқара университети мутәхәссиси доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.