Явропа бихәтәрлик, һәмкарлиқ тәшкилати вә уйғур мәсилиси

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, униңға көңүл бөлидиған хәлқаралиқ тәшкилатларму көпәймәктә. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин қалса әң көп дөләт әза болған тәшкилатлардин бири явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати икән.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.11.04

Бу тәшкилат қандақ бир тәшкилат? вәзиписи немә? уйғур мәсилисигә қандақ қарайду? дегәнгә охшаш соалларға җавап тепиш үчүн явропа бихәтәрлик, һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәркибидики парламент әзалири бирлики түркийә комитетиниң мәсули алаәттин бүйүкқая әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
 
Түркийә парламентидики ишханисида зияритимизни қобул қилған алаәттин бүйүкқая әпәнди, шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлирини явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати билән алақә орнитишқа чақирди.
     Turkiye-parlament-ezasi-alaettin-buyukkaya-erkin-tarim-sohbet-OSCE-305
Явропа бихәтәрлик тәшкилати 56 дөләт әза болған хәлқаралиқ бир тәшкилат. 2 - Дуня урушидин кейин явропаниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн қурулған. Бүгүн кеңийип техиму күчләнди. Һазир оттура асия түркий җумһурийәтлириниң һәммиси әза болди.

Явропа бихәтәрлик тәшкилати бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин қалса әң чоң хәлқаралиқ тәшкилат болуп бүгүнки күндә инсан һәқлири,демократийилишиш әһвали һәққидә давамлиқ һалда доклат тәйярлап әза дөләтләргә тарқатмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.