Америка непалда тибәт мусапирлириниң қолға елинғанлиқидин " чоңқур қайғурди"

Непал даирилири җүмә күни катмандудики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилған тибәт мусапирлиридин тәхминән 70 дәк кишини қолға алған. Непал пайтәхти катмандудики бир сақчи әмәлдари франсийә ахбарат агентлиқиға 70дәк тибәт намайишчиниң қолға елинғанлиқини, уларни кейинчә қоюп берилидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.27

 Намайишчиларниң көп қисими раһиб вә раһибәләрни асас қилған болуп, улар хитай әлчиханиси алдида тибәт байриқини көтүрүп " номус, номус, хитайға номус" дегән шуарларни товлиған иди. Бу йилниң март ейида йүз бәргән лхасадики исянниң бастурулуш вәқәсидин кейин, непалдики тибәт мусапирлири асасән һәр күни дегүдәк пайтәхт катмандуда намайиш қилмақта.

Тибәт мусапирлириниң җүмә күни тутқун қилиниш вәқәси америкиниң пәйшәнбә күни непалдики тибәт паалийәтчилириниң тәқдиридин" чоңқур қайғуруватқанлиқи" ни елан қилғандин кейин йүз бәрди. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси там кәйсей, " қошма штатлар дөлити непал һөкүмитиниң йеқинда келсаң чуң, наваң саңмо, таши долма исимлик үч нәпәр тибәт мусапирлар рәһбәрлирини соал - сорақсиз тутуп туруватқанлиқидин чоңқур қайғурмақта " дәп тәкитлигән һәм "бу кишиләр дәрһал вә шәртсиз қоюп берилиши лазим " дәп әскәрткән иди.

21 ‏- Июн күни бейҗиң олимпик мәшили лхасада йәткүзүлгәндә непалдики тибәт мусапирлири мәшәлни йәткүзүш паалийитигә қарши катмандудики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзгән. Шу күни намайишчилардин 500 адәм непал сақчилири тәрипидин тутқун қилинип суал - сораққа тартилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.