Тибәт роһани даһиси далай лама билән әнгилийә баш министири бровен сөһбәт өткүзди

Әнглийидә зиярәттики тибәт роһани даһиси далай лама билән әнгилийә баш министири гордон бровен ( Gordon Brown ) җүмә күни әнгилийә кантербарий ( Canterbury ) архибишопиниң рәсми қонуқида сөһбәт өткүзгән болуп, әнгилийә баш министирлиқ ишханиси " сөһбәтниң наһайити иллиқ вә иҗабий " өткәнлики вә әнгилийиниң хитай билән тибәтни яраштуруш йолида күч чиқиришқа вәдә қилғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.23

 25 Минут давамлашқан сөһбәт далай ламаниң11 күнлүк әнгилийә сәпиридики әң муһим паалийәтләрниң бири болуп, сөһбәт таймиз дәрясиниң җәнубий қирғиқидики кантербарий архибишопиниң рәсми қонуқида елип берилди.

  Баш министир бровен, далай ламани сабиқ әнгилийә баш министирлиридин тоний блайерTony Blair вә җон мейҗор John Majorларға охшаш довниң кочисидики баш  министирлиқ ишханисида күтүвалмиғанлиқи сәвәбидин тәнқидкә учриған. Мәйли сөһбәтниң сияси характерлик әмәсликини тәкитлигән гордон бровен болсун яки 72 яшлиқ далай лама болсун, учришиштин бурун шундақла учришиштин кейин сөһбәт тоғрисида пикир билдүрмиди.

Әмма франсийә агентлиқиниң әскәртишичә, гордон бровен һөкүмитиниң исмини ашкарилашни халимайдиған юқири дәриҗилик бир әмәлдари, сөһбәттә " далай ламаниң вәкиллири билән хитай һөкүмити арисидики сөһбәт музакирә қилинған "лиқи, баш министирниң сөһбәтни илгири сүрүш үчүн немә ишларни қилип берәләйдиғанлиқи, тибәт хәлқи билән мәркәзниң мунасивитини яхшилашниң муһимлиқи, далай ламаниң болса аптономийә тәләп қилидиғанлиқини әскәртип, зораванлиққа қарши туридиғанлиқи, олимпиккә иғвагәрчилик қилмаслиқ керәклики үстидә тохталғанлиқини билдүргән.

 Далай лама пәйшәнбә күни лондондики алберт хан җәмәти йиғин залида нутуқ сөзлигән болуп, залниң сиртида тәхминән 1000 дәк қоллиғучи вә униңға қарши өктичи " қоллаш " вә " қарши туруш" намайиши өткүзди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.