Далай лама олимпик пәйтидә франсийидә зиярәттә болмақчи

Америка бирләшмә агентлиқи чаршәнбә күни, франсийә парламент әзаси Louis Broissia лоис броиссианиң сөзини нәқил кәлтүрүп, келәр ай бейҗиңда олимпик мурасими өткүзүлүватқан пәйтләрдә, бир қисим франсийә парламент әзалириниң далай лама билән учришидиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.31

 Далай лама, 12 ‏ - авғусттин 23 ‏ - авғустқичә франсийигә қаратқан 10 күнлүк зияритини башлайдикән. Louis Broissia Ниң ашкарилишичә, далай лама франсийидики зиярити давамида франсийә дөләт мәҗлисидики тибәт мәсилиси комитети билән " йепиқ шәкилдә " сөһбәт өткүзидикән.

Хәвәрдә, франсийә президенти саркозийниң далай лама билән учришиш еһтималлиқиниң барлиқи тәкитләнгән болуп, бирақ хитай тәрәпниң бу хил еһтималлиқтин нарази болидиғанлиқи аллиқачан ашкариланған. Бу арида ройтерс агентлиқи билән франсийә агентлиқи олимпик мәзгилидә хитай һөкүмитиниң тибәтни қаттиқ контрол астиға алидиғанлиқини билдүрди.

Көзәткүчиләр, далайниң олимпик җәрянида франсийигә зиярәткә тәклип қилиниши, болупму юқири дәриҗилик дөләт әрбаблири билән учришип сөһбәттә болуши, франсийә һөкүмити вә хәлқиниң олимпик һарписида хитайға бәргән җиддий бир сигнали дейишмәктә.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.