Далайламаниң акиси, тибәтниң үзүл - кесил мустәқиллиқ тәрәпдари, вапат болди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.09.07
2008.09.07
Вашингтондики хәлқаралиқ тибәткә ярдәм һәрикити тәшкилатиниң мәхсус елан қилған баянатида көрситилишичә, далай лама акисиниң вапатини 6 - сентәбир күни таң сәһәрдә уққан.
Далай ламаниң акисиниң диний исми тасәр ринпочә болуп, туптен җигме норбу униң әсли исми. У, иниси далай лама билән тибәтниң тәқдири мәсилисидә охшимиған қараш вә йолға игә болуп, у баштин ахири тибәтниң толуқ мустәқиллиқини тәрғип қилип, өзи биваситә хәлқаралиқ тибәт мустәқиллиқ һәрикити тәшкилатини бәрпа қилип, иниси далай ламаниң "оттура йол". Йәни тибәткә алий аптономийә елиш сиясий йөнилишигә қарши турған. Униң тәрғип қилишичә, тибәтниң бирла чиқиш йоли бар болуп, у болсиму, мустәқиллиқ.
Туптен җигмә норбу 1922 - йили тибәттә туғулған. 1950 - Йиллардин кейин тибәттин айрилип, узун мәзгил америкиниң индиана университетида тибәтшунас профессор болуп ишләп, индианада яшиған иди. Йеқинда 73 яшлиқ далай ламаму еғир ағрип қалған болуп, тибәтликләр акисиниң өлүминиң униңға роһий зәрбә болушидин әндишә қилидикән, далай лама изчил һалда хитай тәрәп билән сөзлишип, тибәткә алий аптономийә елиш һәмдә тибәткә қайтишни үмид қилған болсиму, лекин илгири өткүзүлгән сөһбәтләр көрүнәрлик нәтиҗә бәрмигән.
Далай лама вәкиллири 10 - айда йәнә бир қетим бейҗиң билән сөзлишиш алдида турмақта. Бирақ, тибәтләрниң ейтишичә, далай ламаниң акиси инисиниң бейҗиңдин сөһбәт арқилиқ мәсилини һәл қилишқа үмид бағлимаслиқни тәвсийә қилған икән.