Июнда өткүзүлмәкчи болған хитай - тибәт сөһбити кечиктүрүлгән

Тибәт роһани даһиси далай ламаниң ярдәмчилириниң җүмә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити билән далай лама вәкиллири арисида 11 ‏ - июнда өткүзүлмәкчи болған хитай - тибәт сөһбити, сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апити сәвәбидин кечиктүрүлгән.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.06

 Далай ламаниң вәкиллири билән хитай әмәлдарлири " лхаса вәқәси"дин кейин май ейиниң башлири тунҗи қетим шинҗенда учришип, 11 ‏ - июн күни бейҗиңда сөһбәт өткүзүшкә келишкән иди.

Далай ламаниң ярдәмчиси тәнзин талха, сөһбәтниң сичүәндики йәр тәврәш апити сәвәбидин кечиктүрүлгәнликини, лекин сөһбәтниң мушу ай ичидә өткүзүлишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У, ройтерс ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида " биз сөһбәт вақтини қайтидин орунлаштуруватимиз. Әслидики сөһбәт вақти 11 ‏ - июн иди. Лекин бу кечиктүрүлди " дәйду.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси буниңдин бир қанчә күнләр илгири сөһбәтниң кечиктүрүлүш еһтимали барлиқидин бишарәт бәргән иди. Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси топтин сампел пәйшәнбә күни сөһбәтниң тезрәк өткүзүлүшини үмид қилди.

Шенҗиндики сөһбәткә қатнашқан далай ламаниң вәкили лоди гяри, шенҗиндики сөһбәттә тәрәпләрниң келәчәккә мунасивәтлик конкрет пиланлирини алмаштурғанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити бир тәрәптин далай ламани бөлгүнчилик билән әйиблисә, йәнә бир тәрәптин далай ламаға сөһбәт ишикиниң очуқлиқини әскәртмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.