Турсунай зиявудун: “қиз-аяллар лагерда тәкрар вә нөвәтлишип басқунчилиқ қилишқа учрайду”
2021.02.03
Әнглийәниң дуняға даңлиқ BBC ахбарат қанили 2-фврал күни турсунай зиявудун қатарлиқ лагердин қоюп берилип чәтәлгә чиқишқа мувәппәқ болалиған лагер шаһитлири һәққидә мәхсус хәвәр доклати елан қилди. Мәзкур хәвәрдә лагер шаһитлири аял тутқунларниң лагерда басқунчилиқ вә җинсий зораванлиққа учрайдиғанлиқини паш қилди.
Дуняда зор ғулғула қозғиған бу хәвәр мунасивити билән 2017- вә 2018-йиллири икки қетим җәмий 9 ай ғулҗаниң күнәс наһийәсидики лагериға соланған, һазир америка һөкүмитиниң ярдимидә америкада давалиниватқан лагер шаһити турсунай зиявудун 2-феврал күни мухбиримизниң қайта зияритини қобул қилди.
У бу нөвәт аял тутқунларниң лагерда учриған җинсий зораванлиқлар вә вәһшийликләр һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Турсунай зиявудун билән өткүзүлгән мәхсус сөһбәтниң 1-қисмини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.