Үрүмчидики от паҗиәси тоғрилиқ учур тарқатқан чеңдудики бир қисим уйғур оқуғучилар тутқун қилинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2023.02.07
Үрүмчиниң оти пүтүн хитайға туташти
Yettesu

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң радийомизға инкас қилишичә, сичүән өлкисиниң чеңду шәһиридә бир түркүм уйғур оқоғучилар өткән йили ноябирниң ахириқи күнлири тутқун қилинип, из-дерәксиз ғайиб болған. Мухбиримизниң бу йип учиға асасән елип барған ениқлашлири давамида сичуән университетидә оқуватқан иляр исимлик бир оқуғучиниң өткән йили 28‏-ноябир күни тутулғанлиқи вә һазирғичә қоюп берилмигәнлики дәлилләнди.

Өткән йили 11‏-айниң 24‏-күни йүз бәргән үрүмчи от апити паҗиәсиниң дунявий хәвәр болушида иҗтимаий таратқулар муһим рол ойниған иди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә бу паҗиәниң хитай өлкилиридә билинишигә шу җайларда яшаватқан уйғур оқуғучуиларниң таратқулардики хәвәр вә инкаслари түрткә болған. Буниң нәтиҗисидә хитай өлкилиридә үрүмчи от апити паҗиәсидә өлгәнләргә һессидашлиқ билдүрүп, һәм паҗиәгә сәвәб болған хитай һөкүмитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамал сияситигә наразилиқ билдүрүп намайишлар йүз бәргән. Намайишлар тездин кеңийип “ақ қәғәз һәркити” гә айланғандин кейин, даириләр җиддийләшкән вә хитай өлкилиридики ониверситетларни муддәттин бурун қишлиқ тәтилгә қоюп берип, уларниң һәркитиниң техиму улғийип кетишиниң алдини алған иди.

Мәлум болушичә, даириләрниң мәзкур һәрикәтни чәкләш тәдбирлири юқириқилар биләнла чәкләнмигән. Вәзийәттин хәвәрдар бир кишиниң өткән һәптә радийомизға инкас қилишичә, сичүән өлкисиниң чеңду шәһиридә оқуватқан 30 нәччә уйғур оқуғучи, үрүмчи от апити паҗиәси һәққидики учурларни тик-токта достлири ортақлашқанлиқи вә тарқатқанлиқи үчүн, тутқун қилинған. Инкаста дейилишичә, өткән йили 11‏-айниң ахириқи күнлири тутқун қилинған бу оқуғучилар та һазирғичә қоюп берилмигән.

Биз бу учурниң тоғрилиқини айдиңлаштуруш үчүн, сичүәндики алақидар идарә-органларға телефон қилдуқ. Чеңду шәһәрлик сақчи идарисиниң бир хадими, бу оқуғучилар һәққидики учурларни уйғур районидики сақчилардин игилишимизни тәвсийә қилди. Әмма у уйғур оқуғучиларниң тутулғанлиқи вәқәсини инкар қилмиди. Биз униңға тутқундики оқуғучилар чеңдудики ониверситетларда оқуватқанлиқини, шуңа чеңду сақчилиридин әһвал ениқлаватқанлиқимизни билдүргинимиздә, бу ишниң “мәхпийәтлик” икәнликини әскәртип, җаваб беришни рәт қилди.

Норвегийәдики “уйғуряр фонди” ниң тик-токтики учурларға асасән инкас қилишичә, бултур 12‏-айниң бешида уйғур елидин бир җүп ата-ана сичүәнгә келип, тутқундики пәрзәнтини издигән. Сақчиханилар, мәсулийәтни бир-биригә иттирип, мәзкур ата-аниға пәрзәнтини көрсәтмигән. Бу ата-ана шу күнләрдә бешидин өткәнләрни удуллуқ тик-токқа йоллап турған. Биз тик-токтики бу учурларға асасән, чеңду шәһәрлик сақчи идарисиниң чеңән тармиқиға телефон қилдуқ вә улардин мәзкур ата-аниниң пәрзәнтини тапалиған яки тапалмиғанлиқини соридуқ. Алақидар хадим, уларниң пәрзәнтиниң ершәнчав сақчиханиси тәрипидин тутулғанлиқини ашкарилиди, әмма у ата-аниси тәрипидин издәлгән бу тутқундики оқуғучиниң исимини дәп берәлмиди, у бу һәқтә ершәнчав сақчиханиси билән алақилишишимизни тәвсийә қилди.

Ершәнчав сақчиханисиниң бир хадими, ата-аниси тәрипидин издәп келингән тутқундики оқуғучиниң өткүзгән хаталиқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмигән болсиму, әмма униң 28‏-ноябир күни, йәни үрүмчи от апити паҗиәси йүз берип 4 күндин кейин тутулғанлиқини баян қилиш арқилиқ, униң инкаста дейилгәндәк мәзкур от паҗиәсини торда тарқитишқа четилип тутулғанлиқ еһтималлиқини ашкарилиди. Биз униңдин мәзкур оқуғучиниң нөвәттә қоюп берилгән-берилмигәнликини сориғинимизда, у аччиқланған һалда “җинайи ишлар делоси” ға четилип тутулғанларниң бирқанчә ай ичидә қоюп берилмәйдиғанлиқини баян қилди вә униң қилмишиниң “қанунсиз учур тарқитиш” икәнликини әскәртти. Мәзкур оқуғучиниң нөвәттә чеңдудики пидо қамақханисида икәнликини баян қилған бу хадим, униң исми вә өткүзгән “җинайи қилмиши” қатарлиқ учурларни шу қамақханидин игилишимизни тәвсийә қилди.

Биз ахирида сичүәндики пидо қамақханисиға телефон қилдуқ. Телефоинимизни қобул қилған хадим, бу қамақханида тутуп туруливатқан оқуғучиларниң бирдин көп икәнликини баян қилиш билән бирликтә, тутқунлардин бириниң исминиң иляр икәнликини ашкарилиди, әмма башқа учурлар һәққидә еғиз ачмиди.

Америкада яшаватқан енженир кәвсәр ваһитму тутқундики 19 яшлиқ сиңлиси камилә ваһитниң “ақ қәғәз һәркити” һәққдики учурларни торда ортақлашқанлиқи үчүн тутулғанлиқ еһтималлиқини оттуриға қойған иди. Телефон зиярәтлиримиз давамида атуштики алақидар сақчи хадимлири, камилә ваһитниң акиси кәвсәр ваһит билән алақилашқанлиқи үчүн тутулғанлиқини тилға елиш билән бирликтә, униң тутулушида “торда қанунсиз учур тарқитиш” иниңму бир сәвәб икәнликини инкар қилмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.