Уйғур тәшкилатлири б д т дики йиғинда ширкәтләрни инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқтин пайда алмаслиққа чақирди
2024.11.26
25-Ноябирдин 27-ноябирғичә шивейтсарийәниң җәнвә шәһиригә җайлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш иштабида, “бирләшкән дөләтләр тәшкилати сода вә кишилик һоқуқ мунбири” намида йиғинлар өткүзүлүватқан болуп, бу мунбәргә уйғур тәшкилатлириму қатнишип, нөвәттики хитайниң давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәвҗутлуқини йиғин қатнашқучилириға хатириләткән.
Бу қетимқи “бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ мунбири” гә америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир, дуня уйғур қурултийи фонди рәиси ғәюр қурбан, уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин петер ирвен, коммунизм қурбанлири хатирә фонди тәтқиқатчиси адреян зенз қатарлиқлар қатнашқан. Бу мунбәрниң 25-ноябир күнидики йиғинида әлфидар илтәбир ханим соал сораш шәкли билән уйғур мәсилисини оттуриға қойған.
У сөзидә: “мән қатнашқучиларниң сөзини әстайидиллиқ билән аңлидим, мән бу йәрдә бир мәсилини, йәни, адиллиқ билән йешил енергийәгә йөткилиш үчүн мәбләғ салғучиларниң күнтахта вә йешил енергийә саһәсидә йәнила мәвҗут болуп давам қиливатқан уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиши үчүн қандақ хизмәтләрни қиливатиду дегәнләрни соримақчимән” дәйду.
Биз бу мунасивәт билән әлфидар илтәбир ханимни зиярәт қилдуқ, у өзлириниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
Б д т сода вә кишилик һоқуқ мунбиригә дунядики һәр қайси һөкүмәтләр, сода саһәси, пуқралар җәмийәтлири, адвокатлиқ орунлири, мәбләғ салғучилар, б д т ниң һәр қайси комитетлири, кишилик һоқуқ органлири, ишчилар уюшмилири, тәтқиқатчилар, сиясәтчиләр вә һәр қайси дөләтләрниң б д т дики әлчилири қатнашқан.
Бу мунасивәт билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики бу йиғинға берлиндин келип қатнашқан дуня уйғур қурултийи фонди рәиси, қурултай берлин ишханиси директори ғәюр қурбанни зиярәт қилдуқ. У бу йиғинда елип берилған бәзи хизмәтләр һәққидики мәлуматларни ортақлашти:
Бу мунбәрдә йәнә, дөләтләр, шәхсләр, тәшкилатлар өз-ара тәҗрибә алмаштуруш елип берип, һәр қайси дөләтләрниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилишини илгири сүрүш үчүн тәклип тәвсийәләр сунулиду.
Мәркизи америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин петер ирвенму бу йиғинға қатнишиватқан болуп, у радийомизниң зияритигә язмичә җаваб берип, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң өз һәмкарлашқучилири билән бирликтә “б д т сода вә кишилик һоқуқ мунбири” ни уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитишқа чақирғанлиқини, өзиниң һөкүмәт вәкиллири вә һәр қайси тәшкилатлардин уйғур мәсилисигә техиму көп диққәт қилишни тәләп қилғанлиқини, болупму хәлқаралиқ ширкәтләрни уйғур районидики мәҗбурий әмгәк, инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқтин пайда алмаслиқиға дәвәт қилғанлиқини билдүрди.