Йүрүшлүк һөҗҗәтлик филим– “уйғурларниң күрәш қиссәси” 1-қисим “мәтбуатчилиқ ғәмгузари”

2023.10.04

“уйғурларниң күрәш қиссәси” намлиқ йүрүшлүк һөҗҗәтлик филимниң “мәтбуатчилиқ ғәмгузари” намлиқ 1-қисми һозуруңларға сунулди. Буниңда уйғурларниң муһаҗирәттики мәтбуатчилиқ вә нәшриятчилиқ ишлириниң асасини тикләш үчүн бир өмүр һармай-талмай тиришчанлиқ көрсәткән нәшриятчи абдуҗелил туран әпәндиниң һаят сәргүзәштиси баян қилиниду. Шуниң билән биргә униң уйғур нәшриятчилиқиға беғишланған оттәк муһәббити вә қизғинлиқи, бу йолда елип барған мушәққәтлик издиниш җәрянлири вә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири һөҗҗәтлик һәм җанлиқ шәкилдә йорутилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.