Истанбулдики хитай консулханиси алдида һәйвәтлик наразилиқ намайиши өткүзүлди
2018.02.05
“-5феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21-йиллиқи мунасивити билән истанбулдики хитай консулханиси алдида зор көләмлик наразилиқ намайиши вә ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлди.
Бу қетимлиқ намайиш истанбулдики “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” тәрипидин уюштурулған болуп, намайишқа истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп нәччә миң киши қатнашти. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан бу намайишқа 8 миңдин артуқ кишиниң қатнашқанлиқини билдүрди.
Намайишчилар қоллирида ай-юлтузлуқ шәрқий түркистан байрақлирини көтүргән һалда хитай консулханиси алдиға қарап йүрүш қилди. Намайишчилар бирдәк “ишғалчи қизил хитай, шәрқий түркистандин йоқал!”, “һәқ-һоқуқ вә адаләт тәләп қилимиз”, “шәрқий түркистанға һөрийәт”, “шинҗаң әмәс, шәрқий түркистан”, “түркийә ухлима, шәрқий түркистанға игә чиқ!” дегәнгә охшаш шоарлар товлиди.
Намайиш җәрянида мухбирларға ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди. “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” гә вакалитән, әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәиси доктор өмәр қул баянат елан қилди.
Доктор өмәр қул сөзидә “-5феврал ғулҗа вәқәси” дә йүзләрчә уйғурларниң өлтүрүлгәнликини билдүрди вә хитайниң бу вәһшиянә қилмишлирини әйиблиди. У, һазир хитайниң аталмиш “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” дегән нам астида уйғур диярини “үсти очуқ түрмә” гә айландурғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бүгүн шәрқий түркистан бир хил үсти очуқ җаза лагериға айландурулди. Түрмиләр сиртида милйонларчә киши аталмиш ‛тәрбийиләш мәркизи‚ намидики җаза лагерлириға соланмақта. Бу җаза лагерлирида дини алимлиримиз, зиялийлиримиз, билим игилиримиз, язғучи-сәнәтчилиримиз, сода-санаәтчилиримиз вә байлиримиз тутулуп қамалди. Бүйүк дини алимлиримиз арқа-арқидин түрмиләрдә шеһит қилиниватиду, хитай буниң биләнла чәклинип қалмастин, иқтисадий, сиясий вә дипломатийә имтиязини қоллинип, муһаҗирәттики уйғур җамаити билән уйғур тәшкилатлириға төһмәт чаплаш, қарилаш қатарлиқ вастилар билән уларни хәлқара җамаәтчиликкә ‛террорчи‚ қилип көрситишкә урунмақта.”
Доктор өмәр қул сөзидә йәнә уйғурлар үстидики зулумға хатимә берилишкә чақириқ қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандики инсан қелипидин чиққан хитай зулуми дәрһал тохтилиши керәк. Тайланд вә мисирда тутулған бигунаһ қериндашлиримизни қутулдуруш үчүн башта түркийә қатарлиқ түрк-ислам дуняси, дунядики пүтүн дөләтләр, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органларға өз мәсулийитини ада қилишқа вә уларни хитайға сүкүт қилмаслиққа чақириқ қилимиз.”
Кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, милләтчи һәрикәт партийәси истанбул шөбисиниң муавин рәиси бүләнт машаоғли, алпәрән оҗақлири тәшкилати истанбул шөбисиниң рәиси куршад миҗан, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң мәсуллиридин һәбибулла күсәни қатарлиқлар сөз қилип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлирини тәнқид қилди.
Намайиш җәрянида түрк сақчилири хитай консулханиси алдида йолни тосуп тосақ қурған болуп, бәзи намайишчилар тосуқни бөсүп хитай консулханисиға киришкә урунди. Әмма намайиш тәшкиллигүчи мәсулларниң чақириқ қилиши билән пәскойға чүшти.
2 Саәт давам қилған намайишта “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң мәсуллири түрк сақчилириниң рухсити билән хитай консулханисиға йеқинлишип, дәрваза алдиға қара чәмбирәк қойди. Қара чәмбирәк қоюш түркийәдә инсанийәткә қарши җинайәт ишлигәнләрни әйибләш һәрикити һесаблиниду.
Биз бу намайиш тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан вә уйғур паалийәтчи адил ишан билән сөһбәт елип бардуқ.
Һидайәтуллаһ оғузхан бу паалийәткә 8000 дин артуқ кишиниң қатнашқанлиқини вә тәсири интайин зор болған бир мәйдан намайиш болғанлиқини билдүрди.
Уйғур паалийәтчиләрдин адил ишан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өзиниң 30 йилдин буян тунҗи қетим мушундақ көп уйғурлар билән хитайға қарши аҗайип һәйвәтлик бир намайиш өткүзгәнликини буниңдин наһайити мәмнун болғанлиқини ипадилиди.