Шиветсийәдә 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи дағдуғилиқ намайиш билән хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.07.06
5-iyul-shwetsiye-namayish-305.png 2013-Йили 7-айниң 5-күни шиветсийәдики уйғур җамаәтчиликиниң шиветсийә парламенти билән шиветсийәдики хитай әлчиханиси алдида өткүзгән зор намайишидин бир көрүнүш
RFA/Qutlan

5 - Июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқ хатирә күнидә шиветсийәдики уйғур җамаәтчиликиниң хитайға қарши намайиш садалири ситокһолм шәһирини ләрзигә кәлтүрди. Җүмә күни чүштин кейин саәт 2 дә шиветсийә парламент бинасиниң алдиға топланған зор көләмдики уйғур җамаәтчилики шиветсийәдики инсан һәқлири тәшкилати вә қериндаш түрк җәмийәтлири вәкиллири билән биллә хитайға қарши намайишқа тәйярланди.

Бу қетимлиқ бирләшмә намайишни шиветсийә уйғур маарип уюшмиси билән шиветсийә уйғур комитети өз - ара һәмкарлишип бирликтә тәшкиллиди. Намайиш риясәтчилиридин абдулла әпәнди көпчиликкә сөз қилип бу қетимқи намайишниң муһим күнтәртиплирини алдин уқтуруп өтти.

Парламент алдида башланған намайиш көпчиликниң хитай һөкүмитигә қарши шоар садалири билән әвҗигә көтүрүлди. Намайишни уюштурған шиветсийәдики икки уйғур тәшкилатиниң мәсуллиридин ниҗат турғун билән абдушүкүр самсақлар сөз қилди. Пешқәдәм уйғур зиялийлиридин фаруқ акиму көпчиликкә сөзгә чиқип бу қетимлиқ намайишниң әһмийитини тәкитлиди.

Бир саәттин кейин намайишчилар қошуни сәп болуп парламент алдидин айрилип шәһәр ичини бойлап хитай әлчиханисиға йүрүш қилди. Намайиш таки чүштин кейин саәт 6 гичә хитай әлчиханисиниң алдидики кәңри чимлиқ мәйданда өткүзүлди. Шиветсийәниң “күндилик хәвәрләр” гезитиниң мухбирлири билән “түрк хәбәр аҗенси” ниң мухбирлири нәқ мәйдандин намайишни хәвәр қилди. Намайишқа ата - анилири билән биллә қатнашқан шиветсийәдики уйғур балилар қоллирида ай - юлтузлуқ көк байрақни тутқан һалда шоар товлап әтраптики шәһәр хәлқигә чоңқур тәсират беғишлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.