Булғарийә сот мәһкимиси 5 нәпәр уйғурни хитайға қайтурмаслиқни һөкүм қилди
2019.01.30

2017-Йили 7-айда 5 нәпәр уйғур, түркийә чеграсидин булғарийәгә қанунсиз кирди дәп булғарийә сақчилири тәрипидин солап қоюлған иди.
Мәзкур уйғурлар нәччә қетим хитайға қайтурулуш хәвпини бешидин өткүзүп, дуня уйғур қурултийиниң тиришчанлиқи, явропадики адвокатлар вә инсан һоқуқлири органлириниң күч чиқириши билән 2019-йили 1-айниң 24-күни булғарийә сот мәһкимиси уларни хитайға қайтурмаслиқ тоғрисида һөкүм чиқарған. Бу мунасивәт билән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди булғарийәгә келип 5 нәпәр уйғурдин һал сориған. Учришиш җәрянида биз нәқ мәйданға телефон қилип мәлумат игилидуқ.
Баштин-ахири 5 нәпәр уйғурниң иши үчүн йол маңған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди буларниң қутулуп чиқишиғичә болған 18 айлиқ җәрян тоғрисида мәлумат бәрди.
Долқун әйса әпәнди 18 айдин буян 5 нәпәр уйғурниң қутулуп қелиши үчүн күч чиқарған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң булғарийәдики хадимлири, бәзи дөләтләрниң әлчиханилири вә адвокатларға рәһмәт ейтиш, шундақла 5 нәпәр уйғурдин һал сораш үчүн булғарийәгә кәлгәнликини баян қилди.
24-январ күни булғарийә сот мәһкимиси 5 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулмаслиқи тоғрисида һөкүм чиқарған. Ундақта уларниң хитайға қайтурулуш хәвпи түгидиму? долқун әйса уларниң хитайға қайтурулуш хәвпиниң қалмиғанлиқини баян қилди.
Биз 18 айдин буян булғарийәниң тутуп туруш орнида тутуп турулған вә 24-январ күни қоюп берилгән 5 уйғур яш билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Муһәммәтимин абликим әпәнди хитайға қайтурулуш хәвпидин қутулғанлиқи үчүн хушал икәнликини, өзлирини әркинликкә ериштүргән д у қ рәһбәрлиригә, б д т хадимлириға вә өзлиригә ярдәм қилған кишиләргә рәһмәт ейтидиғанлиқини баян қилди.
Әркинликкә еришкән адил абдулла әпәнди 2017-йили 7-айда түркийәдин булғарийәгә киргәндә өзиниң қанунсиз чеградин өтти дәп әйиблинип түрмигә ташланған һаман дуня уйғур қурултийи билән алақә орнатқанлиқини, дуня уйғур қурултийиниң күч чиқириши билән қутулуп қалғанлиқини баян қилди.
Муһәммәт садиқ 2013-йили хотәндин айрилип 2014-йили түркийәгә кәлгән вә түркийәдә хизмәт тапалмай зор қийинчилиқларға дучар болған. 2017-Йили 7-айда қанунсиз йол билән явропаға бериш үчүн булғарийәгә киргәндә тутулуп қелип түрмигә ташланған. У, өзиниң нурғун қийинчилиқларни бешидин өткүзүп 18 айда назарәтханидин қоюп берилгәнликини, хитайға қайтурулушқа тасла қалғанлиқини, явропаға беришни халайдиғанларниң қанунсиз йолларни таллимаслиқи керәкликини, буниң билән мунасивәтлик қанунларни оқуши керәкликини баян қилди.
Өмәр муһәммәтҗанниң ейтишичә, хитай әлчиханисидин уларни издәп тутуп туруш орниға адәм кәлгән, 2018-йили 1-айниң 24-күнидики сотқа бейҗиңдин икки уйғур сақчи тәрҗиман болуп кәлгән. Буни көргән 5 нәпәр уйғур хитайға қайтуруп берилишидин қаттиқ әнсиригән. Өмәр муһәммәтҗан әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Ашу бәш нәпәр уйғурниң бири ели нурмәмәт әпәндиниң ейтишичә, түркийәдики көп санда уйғур явропаға кетиш койида. Уйғурлар арисида бу һәқтә нурғун коча хәвәрлири тарқалмақта. Ели нурмәмәт әпәнди явропаға кетишни ойлаватқан уйғурларниң бу хил коча хәвәрлиригә ишәнмәслики керәкликини баян қилди.