Д у қ вәкиллири малайшияда бир иш беҗириш орни тәсис қилған
2019.01.22

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири өмәр қанат, қурултай диний ишлар комитети мудири турғунҗан алавудун вә қурултай хитай ишлири комитети мудири илшат һәсән әпәндиләрдин тәшкил тапқан вәкилләрниң малайшия вә һиндонезийәләрдә елип барған 5 күнлүк зиярәт паалийәтлири 19-январ ахирлашти. Зиярәт җәрянида улар икки дөләтниң муһим дөләт әрбаблири асаслиқ аммиви һәмдә чоң диний тәшкилат рәһбәрлири билән муһим учришишларни елип барған. Вашингтонға қайтип келип зияритимизни қобул қилған илшат һәсән әпәнди: “дуня уйғур қурултийиниң малайшияниң куала ломпур шәһиридә бир ишхана тәсис қилинғанлиқи вә малайшия парламентида бир уйғур достлуқ гурупписи қуруш пилани һәққидики музакириләр зияритимизниң әң нәтиҗилик тәрәплири болди” дәйду.
Тәпсилатни мухбиримиз гүлчеһрәниң илшат һәсән әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлайсиләр