Мерал акшәнәр абдуреһим һейтниң түркийәдә давалитилиши керәкликини билдүрди

Мухбиримиз ирадә
2019.02.12
meral-akshener-Meral-Aksener.jpg Түркийә “ийи” партийәсиниң башлиқи мерал акшәнәр ханим йиғинда сөзлимәктә. 2018-Йили 2-өктәбир, әнқәрә.
AFP

Түркийәдики чоң өктичи партийәләрдин болған “ийи” партийәси башлиқи мерал акшәнәр даңлиқ хәлқ нахшичиси вә музикант абдуреһим һейтниң түркийәдә давалитилиши керәкликини билдүрди.

Мерал акшәнәр 12-феврал сәйшәнбә күни “ийи” партийәсиниң омумий йиғинида түркийәниң күнтәртипидики муһим мәсилиләр һәққидә қилған сөзидә абдуреһим һейт һәққидә мәхсус тохталди. У һәптә ахирида хәлқ нахшичиси абдуреһим һейтниң хитайдики түрмидә вапат болғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалғанда наһайити азабланғанлиқини, бу учурни қаттиқ сүрүштүргәнликини билдүрди. Мерал ханим кейин абдуреһим һейтниң техи һаятлиқи ашкариланған болсиму, бирақ униң саламәтликиниң начарлишип кәткәнлики һәққидә мәлуматлар барлиқини тилға елип: “мән партийә ичидики гуруппа һәйәт башлиқлири вә парламент әзалиридин дәрһал бир һәйәт тәшкилләп һөкүмәттин тәләп қилиш, һәтта зөрүр болса та хитайғичә бериш арқилиқ уни түркийәдә давалашни қолға кәлтүрүшни тәләп қилимән” деди.

Униң бу сөзидин кейин зал ичидә қизғин алқиш садалири яңриди. Мерал акшәнәр ханим сөзи давамида, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан “қошмақ туғқан” сияситиниму тилға елип туруп, уйғурларниң өйлиригә хитай әрлириниң орунлаштурулуватқанлиқи вә буниң қобул қилғусиз бир әһваллиқини тилға алди.

Мерал акшәнәр ханим сөзи давамида йәнә, абдуреһим һейтниң нахшисиниң мисралиридин нәқил елип туруп, өзиниң абдуреһим һейитқа саламәтлик вә сәбрә тиләйдиғанлиқини ипадә қилди шундақла түркийә һөкүмитини бу мәсилидә актип һәрикәт қилишқа чақирди.

Уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагер түзүмигә қарита сүкүттә турған түркийә һөкүмити ахири 9-феврал күни сүкүтини бузған вә хитай һөкүмитини уйғур елидә йолға қойған җаза лагерлирини тақашқа чақирған иди. Түркийә ташқи ишлар министирлиқи 9-феврал күнидики баянатида, 21-әсирдә җаза лагерлириниң қайтидин оттуриға чиқиши, шундақла хитайниң уйғур түрклиригә елип бериватқан системилиқ ассимилятсийә сияситини “инсанийәт үчүн номус” дәп көрсәткән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи болса түркийәниң бу баянатидин қаттиқ нарази болуп, түркийә ташқи ишлар баянатчисиниң позитсийәсини “наһайити қәбиһ” дәп әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.