Сайлам алдида афғанистан вәзийити барғансери җиддийләшмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.02.19
memet-seyfettin.jpg Ғази университети хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси доктор мәмәт сәйфәттин әрол әпәнди. 2014-Йили феврал, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

7-Феврал түркийә “TRT” телевизийисидә тарқитилған дуняниң күн тәртипи мавзулуқ программида ейтилишичә, 2004-йили афғанистан парламентида йеңи асасий қанун мақулланғандин кейин талибанни қоллайдиғанларниң саниниң азийидиғанлиқи пәрәз қилинған болсиму, әмәлийәттә ундақ болмиған. Һазир талибанларни қоллайдиғанларниң сани 2001-йилидин буянқи әң юқири пәллигә йәткән.

Америка қошма штатлири ирақтин чекингәндин кейин, афғанистан йәнә америкиниң әң муһим мәсилилиридин биригә айланған. Һамид карзаи 2001-йилидин бери афғанистанда күчлүк тәсиргә игә рәһбәр икән.

Һамид карзаи 2004-йилидики сайламда хәлқ райиниң 55.4 Пирсәнтини елип афғанистанниң 5 йиллиқ дөләт рәисликигә сайланған. 2009-Йили 8-айдики сайламда карзаиниң сайламға һийлә ишләткәнлики илгири сүрүлгән. Шуниң билән карзаи алған рай 50 пирсәнтниң астиға чүшүп қалған болсиму, рәқиблириниң намзатлиқтин чекиниши билән иккинчи қетим йәнә дөләт рәисликкә сайланған. Әмма кейинки йилларда вашингтон һөкүмити билән хәмит карзаи оттурисида йириклик пәйда болған. Вәзийити мана мушундақ қалаймиқан болған афғанистан сайламға тәйярлиқ қиливатиду.

Бир янда һәр күни талибанниң һуҗуми билән һаятидин айрилип қеливатқан кишиләр, йәнә бир янда сайламға тәйярлиқ қиливатқан дөләт рәиси намзатлири, йәнә бир янда кона чедирларда ач-ялиңач яшашқа мәҗбур қалған намрат инсанлар афғанистан вәзийитигә техиму мурәккәп түс берип турмақта.

Бу қетимқи дөләт рәислик сайлими немә үчүн муһим? сайламдин кейин америка қошма штатлири билән түзүлидиған бихәтәрлик тохтамнамиси немә мәзмунларни өз ичигә алиду?

Ғази университети хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси доктор мәмәт сәйфәттин әрол әпәнди бу һәқтә өз қарашлирини билдүрди.

У мундақ деди: 2014-йилида афғанистан үчүн икки муһим иш бар. Биринчиси сайлам, иккинчиси болса афғанистандин америка армийиси билән нато армийисиниң чекиниши. Сайлам 2001-йилидин кейинки афғанистанни қайта бина қилиш сиясити үчүн бир имтиһан. 4-Айниң 5-күни афғанистанда өткүзүлидиған сайламниң тәшвиқат хизмәтлири рәсмий башланди. Дөләт рәислик сайлимиға қатнишидиған 11 намзат, афғанистанниң 34 вилайитидә сайлам тәшвиқат хизмәтлирини елип бармақта. Афғанистан ички ишлар министирлиқиниң мухбирларға бәргән баянатиға асасланғанда, сайлам күни хәлқ биләт ташлайдиған 7168 йәрниң 414 бихәтәрлик түпәйлидин ечилмайдикән. Хәлқ рай беридиған 800 йәр талибанниң хәвпи астида икән. Талибан афғанистан җамаәт хәвпсизлик хадимлириға давамлиқ қораллиқ һуҗум елип бармақта. Афғанистан ички ишлар министирлиқи бу қетимлиқ сайламни тинч өткүзүвелиш үчүн һәр бир намзатқа 3тин оқ өтмәйдиған машина, 35 тин қоғдиғучи бәргән. Талибан афғанистан хәлқини сайламға қатнашмаслиққа чақирмақта.

Доктор мәмәт сәйфәттин әрол әпәнди бу қетимқи сайламниң техника вә бихәтәрлик җәһәттинму толуқ капаләткә игә әмәсликини баян қилип мундақ деди: йәнә бир муһим мәсилә бу сайламниң техникилиқ асасиму йоқ. Мәсилән һазирғичә афғанистанниң нопус сани ениқ әмәс. Талибан күчлүк болған җайларда сайлам елип баралмаслиқи мумкин. Кишиләр униңдинму әнсиримәктә. Америка афғанистандики армийәсини чекиндүрүшни қарар қилған болсиму, йәнила көп санда америка армийиси афғанистанда қелип афғанистанға армийә тәрбийиләп беридикән. Афғанистан һөкүмити билән хәвпсизлик келишими түзәлмисә, шималий атлантик әһдә тәшкилати армийилири афғанистандин чекинидикән.

Афғанистанниң бихәтәрликини афғанистан армийисиниң қоғдиши кишиләр арисида әндишә пәйда қилмақта. Афғанистан дөләт мудапиә министири мурат алий мурат мухбирларға бәргән баянатида, америка армийиси болмастин афғанистан армийисиниң бихәтәрликни қоғдиялмайдиғанлиқини тәкитлигән. Шималий атлантик әһдә тәшкилатиға әза дөләтләрниң җәңчилири, афғанистанниң бихәтәрликини қоғдашни афғанистан армийисигә тапшуруп бәргән болсиму, афғанистанда һазир йәнила 97 миң чәтәллик әскәр вәзипә өтимәктә. Буларниң ичидә 68 миңи америкилиқ.

“дуня күнтәртипи” мавзулуқ программида йәр берилгән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистан тоғрисидики доклатиға асасланғанда, афғанистанда кишиләрниң қаза билән өлүш нисбити өткән йилдикигә қариғанда 14пирсәнт көпәйгән. Униң үстигә афғанистан дуняда әң көп ички көчүш болуватқан дөләтләрдин бири һесаблинидикән. Һәр күни тәхминән 400 адәм юртини ташлап мусапир чедириға вә башқа дөләтләргә кетишкә мәҗбур болидикән. Афғанистанда 500 миң әтрапида киши ток вә су йоқ чедирларда яшайдикән. Буларниң көпи аял вә балилардин тәркиб тапқан болуп, булар башқа дөләтләрдин кәлгән ярдәм вә тиләмчилик билән турмушини қамдайдикән.

Афғанистанда 40 йилдин бери давамлишиватқан ички уруш милйонлиған афғанниң чәтәлләргә яки башқа юртларға кетишигә мәҗбур қилған. Пәқәтла кабел әтрапида 50 миң киши ток вә су йоқ чедирларда яшайдикән. Қиш вақтида соғуқ яз вақтида чидиғусиз иссиқ болған бу чедирларда йүзләрчә бовақ кесәлгә гириптар болуп өлидикән. Бу йәрдә икки синиплиқ бир мәктәп билән бир иптидаий шипахана бар икән. Афғанистан хәлқиниң әң зор ғайиси яхши турмушқа еришиш үчүн чәтәлгә чиқип кетиш икән. 1979-Йили сабиқ совет иттипақи армийиси афғанистанға бесип киргәндин бүгүнигичә 6 милйон әтрапида афғанистанлиқ башқа дөләтләргә қечип кәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.