Америка дөләт ишлар минситирлиқиниң йиллиқ доклатида уйғурларниң вәзийити күн тәртипкә кәлди

Мухбиримиз ирадә
2017.03.03
urumchi-basturush-5-iyul-305.jpg Үрүмчи наразилиқ намайишини бастуруш үчүн үрүмчигә киргән қораллиқ әскәрләр. 2011-Йили июл.
RFA


Америка дөләт ишлири министирлиқи җүмә күни, һәр йили бир қетим елан қилидиған кишилик һоқуқ доклатини елан қилди. Доклатниң хитайға аит қсимида өткән бир йил ичидә хитайдики пуқраларниң кишилик әркинлики вә сиясий һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинғанлиқи, уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң техиму еғир бесим вә кәмситилишкә учриғанлиқи қәйт қилинди. Кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу доклатта оттуриға қоюлғанларни қарши елиш билән биргә, америка һөкүмитини бу мәсилигә көңүл бөлүшкә вә хитай рәһбәрлири билән болған учришишларда уни оттуриға қоюшқа чақирди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, бүгүн америка дөләт ишлири министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди. Америка дөләт ишлар министири рекис теллирсон бүгүн бу һәқтики язма баянатида, бу йил бу хил доклат елан қилинғили 41-йил толғанлиқини, һәрқайси дөләтләрдики кишилик һоқуқ вәзийити әң тоғра бир шәкилдә баһалап чиқиш үчүн нурғун тиришчанлиқ вә әмгәк сәрп қилинидиған бу доклатниң америка һөкүмитиниң ички вә ташқи сиясәтлиригә йөнилиш бәлгиләштә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.

У шундақла, бу доклатниң һәрқайси дөләтләрниңму өз әһвалиға қарап чиқип, өзидики кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш үчүн қәдәм елишиға түрткә болушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

200 Дин ошуқ дөләт вә районниң кишилик һоқуқ вәзийити баһаланған бу доклатниң хитайға аиـт қисми болса 153 бәттин тәркиб тапқан болуп, униң тонуштуруш қисмида мундақ дийилгән : “хитай хәлқ җумһурийити бир диктатор дөләт. Хитай коммунист партийиси әң юқири партийә болуп, һөкүмәтниң барлиқ муһим апаратлири униң қолида... Хитайда кишилик һоқуқ вә сиясий һоқуқ адвокатлиқи қиливатқан иҗтимаий тәшкилатлар вә шәхисләр вә шундақла омумниң мәнпәәти вә аз санлиқ милләтләр һоқуқлири үчүн хизмәт қиливатқан орган вә шәхсиләр һәммиси бирдәк еғир бесим астида турмақта. Худди өткән йиллардикигә охшаш хитайдики пуқралар өзиниң сайлаш-сайлиниш һоқуқлиридин бәһриман болалмиди. Һөкүмәт әркин сайламни асасий қатламлардики әң төвән орунларғичә чәклиди, униңға арилашти. Бундин сирт, хитайда башқиларниң һаятиға қанунсиз һалда зиянкәшлик қилиш, сотсиз өлүм, қара түрмә, мәҗбурий иқрар қилдуруш, қейин-қистақ, журналистлар, кишилик һоқуқ адвокатлири, язғучилар, тор язғучилири, өктичиләр вә әрздарлар вә һөкүмәтниң көзигә сиғмиған һәрқандақ кишиләрниң қамаққа елиниши қатарлиқ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң һәммиси охшашла давам қилди.”

Доклатниң кириш қисмида йәнә, уйғурлар вә тибәтләрниң юқирида тилға елинған саһәләрдә бесимға учраш әһвалиниң әң еғирлиқи, уларниң әркин сөзләш, динға ишиниш, әркин саяһәт қилиш, йөткилиш, йиғилиш қилиш әркинликлири қаттиқ бесимға учраш билән биргә, хитай һөкүмитиниң уйғур елида болса тинч йол билән өзиниң сиясий вә диний һоқуқлирини ишләтмәкчи болғанларға, террорлуққа қарши туруш дегән нам астида қопаллиқ билән қолға елиш, зомигәрлик қилиш, адил сот тәртипи болмай туруп җазалашқа охшаш вастиләрни қоллиниватқанлиқини ейтқан.

Юқирида тилға елинған бу мәсилә доклатниң хитайдики етник милләтләр дегән қисмидиму айрим деталлири билән берилгән болуп, униңда хитай һөкүмитиниң аталмиш “үч хил күчләр” гә қарши туруш һәрикитини елип бериватқанлиқи, 2015-йили декабирда елан қилинған “террорлуққа қарши туруш” қанунида террорлуққа берилгән уқумниң сиясий, диний вә етник мәсилиләргичә берип четилидиған наһайити кәң даирини өз ичигә алидиғанлиқи, бу йил 8-айда шинҗаң уйғур аптоном районида мақулланған бир һүҗҗәткә асасән террорлуқниң мәнисиниң йәниму кеңийип, телефон арқилиқ террорлуқ идийилирини тарқитиш вә яки һалал дегән уқумниң йемәкликтин башқа җайларға ишлитишму террорлуқ қатариға киргүзүлди, дейилгән вә хитай һөкүмитиниң өзиниң диний вә сиясий һоқуқлирини тилға алған кишиләрни аталмиш үч хил күчләр вә үч хил күчләрни қоллаш дегән җинайәтләр билән еғир җазалаватқанлиқи баян қилинған.

Америка уйғур кишилик һоқуқ фондиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим бүгүн доклат һәққидә қилған сөзидә, хитай һөкүмити йеқинда уйғур елида йүз бәргән вәқәләрдин кейин уйғурларниң кишилик һоқуқ давасини террорлуққа четип қарилашни күчәйтиватқан бир мәзгилдә америка дөләт ишлар министирлиқиниң доклатиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Доклатта уйғурлар һәққидә тилға елинған муһим мәсилиләрниң бири, уйғур елиға йөткәп келиниватқан хитай көчмәнләр мәсилиси болуп, америка дөләт ишлири министирлиқи уйғур елидә 1949-йилидики нопус қатлими билән һазирқи нопусни селиштуруш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғур елиға пиланлиқ һалда көчмән йөткәш арқилиқ уйғурларни өз земинида аз санлиқ қилип қойғанлиқини, көчмән хитайларниң яхши хизмәт вә имтияз берилгәнниң әксичә, уйғурларниң бу җәһәттә еғир кәмситилишкә учраватқанлиқини, бәзи иш еланлирида уйғурларниң қобул қилинмайдиғанлиқини ениқ қилип йезилғанлиқини баян қилған. Униңда йәнә мундақ дийилгән : “хитай һөкүмити хитай көчмәнләрни уйғур елиға көчүшкә риғбәтләндүрүш билән бирликтә, уйғур яш қиз-оғулларни ичкири хитай өлкилиригә әмгәк күчи йөткәш программиси астида йөткимәктә. Әркин асия радийосиниң април ейидики хәвиридә, хотән вилайитидики уйғур яшлириниң аталмиш қанунсиз паалийәтләргә қатнишип қелишиниң алдини елиш вә муқимлиқни илгири сүрүш үчүн ичкири өлкиләргә әвәтиливатқанлиқи мәлум болди.

Доклатта йәнә, илһам тохти тилға елиниш арқилиқ уйғурларниң тинчлиқпәрвәр һәрикәтлири үчүнму наһайити еғир қамақ җазалириға учраватқанлиқи, һәтта уйғурлар мәсилисини күн тәртипкә әкәлгән җаң хәйтавға охшаш хитай тор язғучисиниңму 19 йиллиқ қамаққа елинғанлиқи, йеқинда йәнә мисраним намлиқ даңлиқ уйғур муназирә тор бәт қурғучиси абабәкри мухтарниң қолға елинғанлиқи, бултур 9-айда гумидики җамаәт хәвпсзлик идарисиниң муавин башлиқиниң өлүмигә четилип 17 киши қолға елинған болсиму, уларға аиـт һечқандақ испатниң ашкариланмиғанлиқи, даириләрниң кишиләрниң қол телефонлирини халиғанчә тәкшүрәләйдиғанлиқи, қанунсиз видийо көргән дегән җинайәт билән түрмигә елиниватқанлиқидәк мәсилиләр бирму-бир баян қилинған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири дериктори софи ричардсон бүгүн бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, юқиридикиләрниң һәммисиниң тоғрилиқини, әң муһим нуқтиниң һазирқи трамп һөкүмитиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини һәрбир пурсәттә тәкитлиши икәнликини ейтти. У мундақ деди : “бу доклатта, хитайда һазир йүз бериватқан ишларға наһайити тоғра баһа берилипту. Биз һазир дөләт ишлири министири рекс тиллерсон өзиниң хитайдики кишлик һоқуқ мәсилисигә қандақ муамилә қилидиғанлиқини диққәт билән көзитиватимиз. Америка президенти доналд трамп билән хитай рәиси ши җинпиңниң тунҗи учришишида кишилик һоқуқ мәсилиси тилға елинамду-елинмамду? буму муһим мәсилә, мәнчә, америка һөкүмити вә мәҗлиси һәр иккилиси хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини һәр бир пурсәттә күн тәртипкә елип келиши керәк.”

Зубәйрә ханимму америка һөкүмитиниң юқиридики доклаттики мәзмунларға асасән, өзиниң хитай һөкүмити билән болған мунасивәтлирини тәңшиши керәкликини, кишилик һоқуқ мәсилисиниму муһим күн тәртипләр қатариға елиши керәкликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.