Америкидики хитай әлчиханиси алдида уйғур - тибәт бирләшмә намайиши өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2016.09.30
amerika-uyghur-xitay-elchixana-namayish.jpg Уйғурларниң америкидики хитай әлчиханиси алдида елип барған намайишидин бир көрүнүш
Photo: RFA


Хитай һөкүмитиниң “1 - өктәбир дөләт байрими” күни мунасивити билән америкидики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрдин болған муһаҗирлар америкиниң пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдиға топлинип, өзлириниң хитай ишғалийитидики уйғурлар дияри, тибәт, ички моңғулийә қатарлиқ җайлардики инсан һәқлириниң дәпсәндә қилинишиға болған күчлүк наразилиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийи һәр йили “1 - өктәбир” ниң уйғурлар үчүн “матәм күни” болидиғанлиқини елан қилған болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити бу күндә һәр хил шәкилләрдики наразилиқ паалийәтлирини тәшкилләш арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитигә болған ғәзипини ипадиләп кәлмәктә. Бу йилму америкидики уйғур җамаити америка уйғур бирләшмисиниң бивастә оронлаштуруши арқисида 30 - сентәбир күни чүштин кейин вашингтондики хитай әлчиханиси алдиға топлинип өз наразилиқини ипадилиди.

Бу қетимқи намайишниң өткән йиллардикидин пәрқлиқ болған бир йери шуниңдики, хитай һөкүмитиниң сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт җәһәттики зулумлириға охшаш дәриҗидә учраватқан уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң америкидики муһаҗир топлуқлири әстайидил мәслиһәтлишиш арқилиқ бу йилқи намайишни бирләшмә намайиш шәклидә вуҗудқа чиқиришқа келишкән икән.

Бүгүн хитай әлчиханисиниң алди қайнам ташқинлиққа толған болуп, уйғур муһаҗирлириниң қоллиридики ай юлтузлуқ көк байрақлар, шуниңдәк тибәтләр вә моңғулларниң байрақлири һәмдә алақидар лозункиларға җөр болғач көкни титрәткән шоар садалири аҗайип һаяҗанлиқ мәнзирә һасил қилған иди. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән зияритимизни қобул қилип, уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтни көздә тутқанда бүгүнки намайишниң толиму зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Намайишқа иштирак қилғанлар ичидә уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилатиниң мәсуллиридин зубәйрә ханим зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң хитай ишғалийитидики башқа милләтләргә охшашла езиливатқанлиқини тәкитлиди. У,бу қетимқи бирләшмә намайишта һес қилғанлириға бирләштүргән һалда уйғурлар билән тибәтләр, шундақла моңғулларниң алақидар паалийәтләрдә һәмкарлиқ роһини җари қилдурушиниң муһимлиқини тәкитлиди. Униңчә мушу хилдики һәмкарлиқ паалийәтлири қанчә көп болса, униң хитай һакимийитигә беридиған зәрбисиму шунчә күчлүк болидикән. У бу һәқтә мундақ деди.

Намайишқа иштирак қилған уйғур яшлиридин пәрһат өзиниң һөр дунядики мушундақ бир намайишқа қатнишалиғанлиқидин пәхирлинидиғанлиқини ейтип, өз тәсиратлирини биз билән ортақлашти.

Шоар товлаш тамам болғандин кейин намайиш иштиракчилири сәп болуп тизилип, техиму көп кишиләргә өз авазини аңлитиш үчүн дупонт айланмисиға йүрүш қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.