Америкидики уйғур җамаити норуз чечәклиригә пүркәнгән вашингтонда норуз байримини күтивалди

Мухбиримиз қутлан
2016.03.21
amerika-chechek-bayrimi.png Бу йиллиқ норуз байрими мәзгилидә вашингтонни норуз чечәклири қаплиди
cherryblossom.com

Пүткүл тәбиәт дуняси ойғиниватқан, әтиязлиқ күн - түн тәңшилишкә қарап йүзләнгән баһар пәйтидә америкида яшаватқан уйғур җамаити йеңи бир йиллиқ норуз байримини күтивалди.

Америка президенти баррак обаманиң 19 - март күни иран вә пүтүн дунядики норуз байримини қутлуқлайдиған хәлқләргә йоллиған норузлуқ салими бу йиллиқ норуз кәйпиятини техиму йоқири көтүрди.

Вашингтонға қошна вирҗинийә штатиниң фәйирфакс районидики “америка - түрк достлуқ җәмийити” гә җәм болған уйғур җамаити 20 - март чүштин кейин 2016 - йиллиқ норуз паалийитини рәсмий башлиди.

Америка уйғур җәмийитиниң йеңидин тәйинләнгән рәиси илшат һәсән әпәнди башлиниш нутқи сөзләп, алди билән җамаәтниң норуз байримини қутлиди.

Илшат һәсән әпәнди сөзидә өткән бир йилда уйғурлар вәтини һәм муһаҗирәттики уйғур топлуқлирида йүз бәргән вәқәләр, һадисиләр вә йеңилиқларни әсләп өтти. Шуниң билән бир вақитта у йәнә, өткән бир йилда уйғур хәлқи шунчә йоқитишларға қаримай һелиһәм үмид билән яшаватқанлиқини, һәр бир уйғур пәрзәнтиниң қәлбидә кәлгүсигә нисбәтән йеңичә арзу - арманларниң җуш уруватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

У сөзиниң ахирида вәтәнни тәрк етишкә мәҗбур болуп, муһаҗирәттә яшватқан уйғур җамаитиниң һаман бир пүткүл тәбиәт дуняси ойғиниватқан, әтиязлиқ күн - түн тәңшилишкә қарап йүзләнгән баһар пәйтидә америкида яшаватқан уйғур җамаити йеңи бир йиллиқ норуз байримини күтивалди.Күни өз вәтинигә қайталайдиғанлиқиға шундақла ана тупрақта норуз байримини қутлиялайдиғанлиқиға чоңқур ишинидиғанлиқини билдүрди.

Америка уйғур җәмийитиниң рәиси илшатт һәсән әпәнди вашингтондики норуз па’алийитидә сөз қилмақта
Америка уйғур җәмийитиниң рәиси илшатт һәсән әпәнди вашингтондики норуз па’алийитидә сөз қилмақта

Норуз паалийити давамида америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди сөз қилип, норуз паалийити үчүн мәхсус сәнәт номурлири тәйярлап кәлгән яшларни сәһнигә тәклип қилди.

Өзиниң йеқимлиқ авази билән “ана юртум” намлиқ нахшисини җамаәткә тәқдим қилған уйғур яш данияр җамаәтниң күчлүк тәлипи билән йәнә бир йүрүш хәлқ нахшилирини орунлиди.

Худди америка президенти баррак обама бу йиллиқ норуз нутқида тәкитлигәндәк, баһар өзиниң иллиқ тиниқи билән һәр бир қәлбкә үмид вә асайишлиқ елип кәлгүси.

Америкидики уйғур җамаитиму норуз чечәклири һүппидә ечилишқа башлиған пайтәхт вашингтонда кәлгүсигә болған үмид вә арманлири билән норуз байримини күтивалди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.