Марко рубийо хитайниң пиланлиқ һалда американиң истратегийилик мәнпәәтлиригә һуҗум қилғанлиқини билдүрди
2018.05.07
Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо җүмә күни “вашингтон почтиси” гезитидә “хитайниң муштомзорлуқ вастилириға тақабил туруш” мавзусида елан қилған мақалисидә, хитайниң америкиға пәйда қиливатқан тәһдити үстидә әтраплиқ тохталди. У хитай билән болған иқтисадий тәңпуңсизлиқни оңшашни узун муддәттин қариғанда америка вә башқа дөләтләр үчүн пәйда болғуси бир тәһдитниң алдини елиш болуп һесаблинидиғанлиқини әскәртти.
У мақалисидә, хитайниң американиң әқлий мүлклирини оғрлаш қатарлиқ һәрикәтлириниң аддий иш әмәсликини әскәртип, мундақ дегән: “американиң әқлий мүлүклирини оғрлаш арқилиқ хитай һөкүмити өзиниң 2025 -йилиғичә 10 муһим саһәдики екиспортни қолға елишни мәқсәт қилған ‛2025-хитайда ишләпчиқирилған‚ намлиқ һәрикитини күчләндүрди. У саһәләр сүний әқил, йеңи бир дәвр учур техникиси, машина адәмләр, йеңи енергийә аптомобиллири, биотехника, генераторлар, аләм техникиси вә юқири техникилиқ почта мулазимәт, илғар төмүр йоллар, йеза игилик машинисазлиқи қатарлиқларни өз ичигә алиду. Хитайниң бу саһәләрни нишанға елиши хитайниң американиң бу саһәләрдики асаслиқ ишләпчиқарғучилиқ орнини елиштәк нийитини ашкарилап бәрмәктә”.
Марко рубийо бу һәқтә америка фокс теливизийисиниң зияритини қобул қилғанда юқиридики бу сөзини йәниму ениқ қилип, хитай америкиниң орнини елиш үчүн буларни пиланлиқ һалда елип барғанлиқини әскәртти. У мундақ деди: “мән хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилирини йеқиндин күзитишкә башлиғандин бери, андин хитай һөкүмити йолға қоюп кәлгән сиясәтләрни чоңқур чүшинишкә башлидим. Хитайниңкиси қандақту бир иқтисадий тәрәққият пилани әмәс, бәлки у әқлий мүлүк оғрилиқи қатарлиқ васитиләрни қоллиниш арқилиқ америкиниң риқабәт иқтидарини азайтиш, униң дунядики зор дөләтлик орнини игиләш, униң улини колаш пиланидур”.
Марко рубийо хитайниң әқлий мүлүк оғрилиқи сәвәбидин америкиниң йилиға 600 милярд доллар зиян тартиватқанлиқини әскәртти вә бу хаталиқни түзүтүш үчүн өзиниң кейинки һәптә ичидә “хитай билән адил сода йүргүзүшкә аит қарар” ни авазға қойидиғанлиқини билдүрди. Униң баян қилишичә, мәзкур қарар лайиһәси хитайниң иқтисадий муштумзорлуқ вастилириға тақабил туруш арқилиқ американиң дөләт бихәтәрлики вә иқтисадий бихәтәрлики һәм америка пуқралирини қоғдашни мәқсәт қилидикән.
Америкидики адвокат нурий түркәл әпәнди марко рубийониң юқиридики сөзи һәққидә тохтилип, америка һөкүмитиниң һазир “хитай тәһдити” гә диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, марко рубийо юқирида тилға алған қарарда америкиниң сәзгүр техникилири вә әқлий мүлклирини хитайға сетишни чәкләш, хитайниң америка шеркәтлиридики пай чекигә чәклимә бәлгиләп бериш бәлгиләнгән. Мәзкур қарар йәнә, кеңәш палата әзаси марко рубийо вә том коттонлар бирликтә оттуриға қойған америка дөләт органлирини хитайниң телефон алақә үскүнилирини сетивелиш вә иҗаригә елиштин чәкләш һәққидики қарар лайиһәси қатарлиқ бир қатар тәдбирләрниму өз ичигә алидикән.
Марко рубийо фокс телевизийисигә қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң америка шеркәтлиригә пиланлиқ вә мәқсәтлик һалда мәбләғ селиш арқилиқ өзиниң истратегийәлик пиланлирини йолға қойғанлиқини, америка шеркәтлири билән алди билән шериклишип, уларниң техникилирини өгинивалғандин кейин уларни тепипла чиқириветип, һәммә нәрсини өзиниң қиливалғанлиқини билдүрүп, буниңға дәрһал тәдбир елиниши керәкликини қайта -қайта әскәртти. У мундақ деди:
“мән шуни әскәртип қояйки, бу пәқәтла бир иқтисадий мәсилә, сода мәсилиси яки бир җаза тәдбири мәсилиси әмәс. Бәлки бу кейинки әсирниң әң муһим йеганә бир җуғрапийиви сиясий мәсилисидур. У -21 әсирниң қандақ болидиғанлиқини бәлгиләп чиқидиған бир мәсилидур” деди.
Бүгүн “ташқи сиясәт” журнилиниң хәвәр қилишичә йәнә, америкидики нопузлуқ истратегийә тәтқиқат оргини вилсон тәтқиқат мәркизи мушу айниң -9 күни хитайниң тәсири һәққидә ечилидиған бир йиғиниға хитай дөләтлик мәркизи бирликсәп бөлүмигә тәвә хадим ваң хүйявни тәклип қилған. Әмма йиғин һәққидики еланда ваң хүйявниң хитай һөкүмитидики әмили тилға елинмиған икән. “ташқи сиясәт” журнилиниң ейтишичә, сенатор марко рубийо вилсон тәтқиқат мәркизигә мәктуп йоллап, улардин ваң хүйяв билән болған мунасивитигә изаһат беришни тәләп қилған. Буму америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитайниң америкидики тәсири һәққидики җиддий әндишиниң бир ипадиси икән. Нурий түркәл әпәндиму америкида хитай тәһдити дәйдиған бир уқумниң шәкилләнгәнликини билдүрүп, бундин кейин америка һөкүмитиниң хитайға қандақ сиясәт йүргүзүшиниң марко рубийоға охшаш сиясәтчиләрниң көпләп чиқишиға бағлиқлиқини ейтти.