Америка-хитай истратегийә вә иқтисад сөһбитидә хитайға кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишлитиш тәләп қилинди

Мухбиримиз ирадә
2013.07.09
john-kerry-jon-kerriy.jpg Америка дөләт ишлири министири җон керрий. 2013-Йили 1-июл
AFP

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики диний әркинлик комитети дүшәнбә күни обама һөкүмитигә чақириқ елан қилип, уларни хитайдики диний вә сиясий мәһбусларниң вәзийитигә диққәт қилишқа чақирди.

Мәзкур чақириқнамә дүшәнбә күни башланған америка-хитай истратегийә вә иқтисад сөһбити мунасивити билән елан қилинған болуп, униңда америкиниң диний вә сиясий мәһбуслар мәсилисидә хитайға қаратқан бесимини ашуруши керәклики тәләп қилинған. Нөвәттә кишилик һоқуқ органлири америка-хитай арисидики бу сөһбәттә немә мәсилиләрниң нуқтилиқ музакирә қилинидиғанлиқини йеқиндин көзәтмәктә.

Америка-хитай икки дөләт йилда бир қетим өткүзүп келиватқан истратегийә вә иқтисад сөһбити дүшәнбә күни америкида башланди. Америка дөләт ишлири министири җон керрий вә малийә министири җәк лүв саһибханилиқида ечилидиған мәзкур сөһбәт йиғиниға хитай дөләт мәҗлиси әзаси яң җечи вә муавин баш министир ваң яң башчилиқидики һәйәт иштирак қилди. юқиридики 4 рәһбәрниң һәммисиниң нөвәттики вәзипилиригә тәйинләнгәндин буян техи тунҗи қетим бундақ бир сөһбәттә бир ариға келиши болуп һесаблиниду. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимлиқ учришиш икки дөләт арисида интернет-учур бихәтәрлик мәсилисигә алақидар сүркилишләр күчәйгән вә хитай иқтисадида бир қисим давалғушлар көрүлүватқан бир мәзгилгә тоғра кәлгәнликтин, сөһбәтниң күн тәртипи җиддий болуп, икки тәрәп сөһбитидә истратегийилик мәсилиләрдин интернет тори бихәтәрлики, шималий корейә, асия қитәсидики деңиз игилик һоқуқ күриши, икки тәрәп арисидики һәрбий мунасивәтләр нуқтилиқ һалда музакирә қилинидикән. Иқтисадий мәсилиләрдин болса муһит мәсилиси, америка мәбләғ салғучилири хитайда учраватқан мәсилиләр, импорт-екиспорт вә пул бирлики мәсилииси қатарлиқлар музакирә қилинидикән.

Әмма дүшәнбә күни, америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хәлқара диний әркинлик комитети мәхсус баянат елан қилип, мәзкур сөһбәткә йетәкчилик қилидиған америка дөләт ишлири министири җон керрий вә башқа дөләт әмәлдарлирини сөһбәттә хитайдики диний вә сиясий мәһбусларниң мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди. Улар хитай һөкүмитиниң хәлқарада қол қойған түрлүк әһдинамиләргә хилаплиқ қиливатқанлиқини, хитайда һелиһәм миңлиған диний вә сиясий мәһбусларниң түрмидә тутуп турулуватқанлиқини билдүрүп “америка һөкүмити хитайдики җимиқтурулғанларниң вә ярдәмгә моһтаҗ кишиләрниң күчлүк авази болуши керәк” дәп әскәртти.
Диний әркинлик комитетиниң чақириқида уйғурлар вә тибәтләр учраватқан диний бесим алаһидә тилға елинған болуп, хитайда бесимға учраватқан түрлүк диний гуруппиилар ичидә уйғур мусулманлири вә тибәт буддистлириниң әһвалиниң әң еғирлиқи, улар үстидики диний бесим вә чәклимиләрниң ешип бериватқанлиқи билдүрүлгән. Мәзкур баянатта диний әркинлик комитети башлиқи катрина ләнтус севет ханимниң сөзигә йәр берилгән болуп, у сөзидә хитай һөкүмитиниң дөләтни қанун арқилиқ идарә қилишни тинчлиқ билән тәшәббус қиливатқан кишиләрни түрмигә солап, уларни дөләтниң дүшмини дәп атаватқанлиқини, хитайниң бу һәрикитиниң хитай өзи қол қойған хәлқара әһдинамиләргә пүтүнләй хилаплиқини билдүргән вә “хитай һөкүмитиниң өктичиләрни бастуруши вә диний әркинликни илгириләп боғуши бизниң америка билән хитайдин ибарәт икки дөләтниң хәлқара чоң мәсилиләрни бирликтә һәл қилишта ортақ йол тапалайдиғанлиқиға болған ишәнчимизни суслаштурди” дәп әскәртти.

Катрина ханим баянатиниң давамида америка дөләт ишлири министири җон керрийгә хитаб қилип “хитай дөләт рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “җуңго чүши” әмәлийәттә кишилик һоқуқ үчүн орнидин дәс турғанларниң қабаһәтлик чүшигә айланмақта. Биз җон керрийни учришишта түрмидики сиясий мәһбусларниң мәсилисини оттуриға қоюшқа чақиримиз” деди.

Америка-хитай арисида йилда бир қетим өткүзүлүватқан истратегийә вә иқтисад диалоги дәл уйғур елидә арқа-арқилап наразилиқ һәрикәтлири мәйданға кәлгән вә хитай даирилири уйғур елидики бихәтәрлик тәдбирлирини һәссиләп күчәйткән бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Бу мунасивәт билән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди радиомизға баянат берип, америка-хитай истратегийә сөһбитигә қатнишидиған дөләт ишлири министири җон керрий башчилиқидики һәйәтни уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди.

Америка диний әркинлик комитети дүшәнбә күнидики чақириқида хитайда уйғурлар үстидики диний бесимниң күчийп кәткәнликини тәкитлигән вә шундақла лүкчүн вәқәсидин кейинла америка һөкүмити дәрһал баянат берип, хитай һөкүмитини уйғурларға қаратқан диний вә миллий беисмни түгитишни тәләп қиливатқан болсиму, әмма хитай һөкүмити давамлиқ һалда вәқәләрни үч хил күчләргә вә диний радикаллиққа бағлашни давам қилмақта. Бүгүн хитайниң һөкүмәт авази һесаблинидиған шинхуа агентлиқи вә йәр шари журнили мәхсус “чәтәлләрдики үч хил күчләр шинҗаңниң муқимлиқини бузуватқан асаслиқ мәнбә” мавзулуқ башмақалә елан қилип, тиғ учини йәнә дуня уйғур қурултийи вә униң һәрқайси дөләтләрдики тармақ тәшкилатлириға қаратти. Алим сейитоф әпәнди болса буниңға рәддийә берип, райондики вәқәләрниң пүтүнләй хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумидин келип чиқиватқанлиқини, хитайниң әйибләшлириниң қоллашқа еришәлмәйдиғанлиқини қайта әскәртип өтти.

Хәвәрләрдин қариғанда, америка-хитай истратегийә вә иқтисад сөһбити рамкиси ичидә дүшәнбә күни өткүзүлгән тунҗи учришишида интернет хаккирлиқ һуҗумлири вә әқлий мүлк җасуслуқи мәсилилири бойичә музакириләр елип берилған. Америкидики учур бихәтәрликигә алақидар органларниң қаришичә, он йилдин буян америка һөкүмити вә америка шеркәтлиригә қилиниватқан хаккирлиқ һуҗумлири асасән хитайға четишлиқ болуп, хитай хәлқара интернет җасуслуқидики әң асаслиқ дөләт. Шуңа америкидики тор бихәтәрликигә алақидар органлар һазир америка һөкүмити үстидики беисмни ашуруп, уни хитай тезгинләшкә чақирмақта. Дүшәнбә күни бу һәқтә өткүзүлгән сөһбәтниң мәзмуни һәққидә ениқ мәлумат берилмигән болсиму, әмма икки тәрәпниң бу һәқтә бир қисим пикир ортақлиқи һасил қилғанлиқи хәвәр қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.