“шәрқий-җәнубий асия дөләтлири юқири дәриҗилик башлиқлар йиғини” америка-хитай тоқунушиға сәһнә болди

Мухбиримиз ирадә
2018.11.19
shi-jinping-2018-apec.jpg Хәлқаралиқ пул-муамилә фонди җәмийитиниң баш директори киристин лараг(Chritine Lagarde)(солда), хитай рәиси ши җинпиң “асия- тинч окян иқтисадий йиғини” ниң хәлқаралиқ пул-муамилә фонди җәмийитиниң ғәйрий рәсмий диалогиға йетип келиши. 2018-Йили 18-ноябир, папуа йеңи гивинийәси
AP

Тинч окяндики арал дөлити болған папуа йеңи гивинийәсидә ечилған “шәрқий җәнубий асия дөләтлири юқири дәриҗилик башлиқлар йиғини” ниң 1989-йилидин буян тунҗи қетим бирәр парчиму ортақ баянат елан қилмай ахирлишиши америка-хитай мунасивәтлиридики җиддийликни йәнә бир қетим намаян қилди.

18-Ноябир күни аяғлашқан һәмдә америкиниң муавин президенти майк пәнс билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң қатарлиқ җәмий 21 дөләтниң дөләт башлиқлири қатнашқан бу йиғин америка-хитай арисидики зиддийәтниң артишиға сәһнә болған болуп, буниң билән һәрқайсий асия дөләтлиридә бу икки дөләт арисидики сода урушида оттурида қелиштин әнсирәш кәйпияти көрүлүшкә башлиған.

“ню-йорк вақти гезити” бу һәқтә елан қилған хәвиридә америка-хитай рәһбәрлириниң өз нутуқлирида бир-биригә наһайити өткүр һәм шундақла соғуқ уруш мәзгилини әслитидиған риторик сөзләрни ишлитип һуҗум қилғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң йиғинда америка президенти майк пәнстин илгири нутуқ сөзлигән. У нутқида хитайниң америка билән болған сода ихтилапидики мәйданиниң тоғрилиқини илгири сүрүп, америкиниң хитайға қойған сода җаза тәдбирлирини тәнқид қилған. У сөзидә “әгәр бири дөләтләр ара иқтисадий һәмкарлиққа чәклимә қоюп, бу һәмкарлиқни йоқитимән дәйдикән, у һалда бу униң йирақни көрәлмәйдиғанлиқини ипадиләп бериду вә у һәргизму ғәлибә қилалмайду,” дегән.

Ши җинпиң сөзидә йәнә хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниму қоғдап, “у һәргизму бәзиләр илгири сүргәндәк қилтақ әмәс. Әксичә у җуңго ортақ тәрәққиятқа тәқәзза болуватқан дуня билән барлиқ пурсәтләрни ортақлишидиған бир пилан. У худди қуяш парлап чиққан дағдам йолға охшайду,” дегән.

Һалбуки, ши җинпиңдин кейин сөзгә чиққан америка президенти майк пәнс нутқида очуқ-ашкара һалда һәрқайсий дөләтләрни “қәрз қилтиқи” дин агаһ болушқа үндигән. Майк пәнс сөзидә “биз шериклиримизни қәрз деңизиға ғәрқ қилмаймиз. Биз силәрниң мустәқиллиқиңларға зорлуқ ишләтмәймиз яки мурәссә қилмаймиз. Америка қошма штатлири һәр вақит очуқ-ашкара вә адил иш қилип кәлгән. У һечқачан сизни қисидиған бәлвағқа яки барса кәлмәс йолға тәклип қилип бақмиған. Сиз биз билән һәмкарлашсиңиз, бизму сиз билән һәмкарлишимиз вә һәммимиз ортақ гүллинимиз,” деди.

Америка һавай университетиниң доктор аспиранти, “бир бәлвағ бир йол” қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗевески бүгүн радийомизға қилған сөзидә “бу йиғинда икки дөләтниң бир-биридин түптин пәрқлиқ тиҗарий көз қарашқа игә икәнлики йәниму ениқ оттуриға чиқти” деди. Һенрий шаҗевески йиғинда хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң асия дөләтлиригә “бир бәлвағ бир йол” қурулушини қаттиқ тәшвиқ қилғанлиқини билдүрүп “бирақ, муавин президент майк пәнс сөзидә бу қурулушни рәт қилди. У ениқла һәрқайсий дөләтләрни америка башчилиқидики тиҗарәт яки хитай башчилиқидики тиҗарәттин бирни таллашқа чақирди,” деди.

Майк пәнс йиғиндики нутқида һәқиқәтән һинди-тинч окян районидики дөләтләрни америка билән һәмкарлишишқа чақирди. У, “америкилиқлар пикир әркинликигә, хусусий мүлүк һоқуқи вә дини әркинликкә ишиниду. Америка һинди-тинч окян районидики вә дунядики мана мушу һоқуқларға интилгәнләрни қоллашни давам қилиду. Биз шундақ қилимиз, чүнки у адил болғанлиқи үчүн биз шундақ қилимиз. Чүнки у һәммимизниң ортақ мәнпәәтигә пайдилиқ болғанлиқи үчүн. Һәқиқәт шуки, өз хәлқиниң һоқуқлирини рәт қилған һөкүмәтләр давамлиқ һалда қошна дөләтләрниңму һоқуқини рәт қилиду. Һинди-тинч окянда һакиммутләқлиқ вә зорлуқ -зомбулуққа орун йоқ,” деди.

Һенрий шаҗевескиниң қаришичә, америка вә башқа дөләтләрни биарам қиливатқини “бир бәлвағ бир йол қурулуши” дики иқтисадий мәсилиләрла әмәс икән, бәлки униңдики сиясий мәсилиләр икән. Мундақчә ейтқанда, америка “бир бәлвағ бир йол” қурулушини пәқәтла хитайниң мелини әмәс, бәлки униң идийә вә түзүминиму експорт қилишни мәқсәт қилған, дәп қарайдикән. У әскәртип, “хитай һөкүмитиниң уйғур елида юқири техникилиқ назарәт дөлити системисини йолға қойғанлиқи һәммизгә аян. Шуңа америка ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушини пәқәт тиҗарәт мәсилиси әмәс, бәлки дөләт башқуруш усулини експорт қилиш мәсилиси дәп қарайду вә униңға қарши туриду,” деди.

Папуа йеңи гивинийәсидә қилған нутқида майк пәнс америкиниң райондики японийә, һиндистан вә австралийә қатарлиқ дөләтләр билән һәмкарлиқини күчәйткәнликини, америкиниң бу арқилиқ җәнубий деңизниң очуқ вә әркин болушиға капаләтлик қилишни қәтий давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди. Майк пәнс йәнә хитай һөкүмити әгәр һинди-тинч окянниң очуқ вә әркинликигә, қошна дөләтләрниң игилик һоқуқиға, адил тиҗарәткә вә кишилик һоқуқ вә хусусий әркинликкә һөрмәт қилишни ишқа ашурғандила андин һинди-тинч окян районида бир шәрәплик орунға еришәләйдиғанлиқини әскәртти.

Район мәсилилири бойичә тонулған тәтқиқатчи һаг вайт “ню-йорк вақти” гезитигә қилған сөзидә америкиниң һазир хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни пүтүнләй бир чәткә қайрип қойғанлиқини билдүргән вә буни “америка һөкүмитиниң 1972- йилидики никсон һөкүмитидин буян тунҗи қетим америка иқтисадини хитайниң иқтисадий пурсәтлиридин айрип туруп сөз қилиши” дегән. У шундақла буни “соғуқ урушниң йеңи риториклири” дәп баһалиған.

“малийә вақти гезити” ниң ейтишичә, йиғин ахирида хитайдин башқа 20 дөләтниң һәммиси ортақ баянатқа қол қойған, пәқәт хитайла бу баянатқа қол қоймиған болуп, бу худди 20 дөләт бир тәрәп, хитай өзи ялғуз бир тәрәп болғандәк кәйпият пәйда қилған. У шундақла америка билән хитай икки дөләтниң сода ихтилаплирини сөһбәт арқилиқ һәл қилалайдиғанлиқиға болған үмидни йәниму азайтқан.

Һенрий шаҗевескиму сөзидә америка вә хитай дөләт башлиқлириниң бу ай ахирида аргентенадики учришишиниң толиму қизиқарлиқ вәқәләргә сәһнә болуши мумкинликини, чүнки америка вә хитайниң һазир истратегийәлик риқабәтчи болуштәк бир йолда илгириләватқанлиқини, буниң ахирини пәрәз қилишниң қейинлиқини билдүрди.

Америка президенти трамп мушу айниң ахири аргентинада өткүзүлидиған “г-20 дөләт башлиқлар йиғини” да хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән учришидиған болуп, нурғун күзәткүчиләр бу учришишни хитай америка билән соғуқ уруш қилиштин сақлинишни халамду-халимамду дегән соалниң җаваби ениқ болидиған бир учришиш, дәп қаримақта. Муавин президент пәнс алдинқи күни сингапордики мәзгилидә қилған бир сөзидә хитай өзидики мәсилиләрни түптин өзгәртмигүчә, америкиниң хитай билән мурәссә қилмайдиғанлиқини әскәрткән вә “аргентина хитай үчүн соғуқ уруштин сақлинидиған ахирқи бир пурсәт болуп қелиши мумкин” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.