Җорҗ вашингтон университетида уйғур миллий кимлики һәққидә йиғин чақирилди
2018.05.25

25-Май күни вашингтон шәһридики җорҗ вашингтон университида америка уйғур бирләшмиси, уйғур академйәси, уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилатиниң ортақ саһибханлиқида муһакимә йиғини ечилди. Йиғинда нуқтилиқ қилип бүгүнки уйғур җәмийити дуч келиватқан кимлик киризиси һәмдә униңға мунасивәтлик бир қатар мәсилиләр музакирә қилинди.
Бу қетимқи йиғин муһаҗирәттики уйғурларниң даимлиқ коллектип паалийәтлиригә охшаш алди билән “шәрқий түркистан марши” ға һөрмәт билдүрүштин башланди.
Шуниңдин кейин чүштин бурунқи муһакимә йиғининиң риясәтчиси супитидә, америкидики тиббий пәнләр алимлиридин ришат аббас ечилиш нутиқи сөзлиди. У сөзидә нөвәттә уйғурларниң зор көләмлик тутқун вә бастуруш сәвәбидин еғир зулмәткә дучар болғанлиқини, шуниң билән биргә уйғурларниң тарихтики әң қараңғу дәвргә мәһкум болуп, немә қилишини биләлмәй теңирқап туриватқанлиқини, шуниңдәк уйғурларниң миллий кимликиниң йоқилиш хәвпигә йүзлиниватқанлиқини әслитип: “бүгүнки йиғинда мутәхәсислиримиз вәтинимиз шәрқий түркистанда зади немиләрниң болуватқанлиқи, уйғурлар вә башқа йәрлик хәлқләр хитай һөкүмитиниң мудһиш һөкүмранлиқида қандақ азаб-оқубәткә дучар болуватқанлиқи һәққидә мәлуматлар бериду” дәп көрсәтти.
Бүгүнки муһакимә йиғиниға алаһидә тәклип қилинған мутәхәсисләрдин дрексил университетиниң профессори ребикә клозий алди билән сөз елип, уйғур җәмийитидики шәһәр муһитида уйғурларниң қандақ орун тутиватқанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди. Униң пикричә, нөвәттә уйғур җәмийити нөвәттә дуч келиватқан бир зор мәсилә уйғурларниң нопус нисбитидики җиддий өзгириш болуп, үрүмчи, санҗи, чөчәк қатарлиқ хитай нопуси көп санлиқни игиләйдиған шәһәрләрдики киши бешиға тоғра келидиған миллий ишләпчиқириш омуми қиммитиниң ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ уйғурлар көп санлиқни тәшкил қилидиған шәһәрләрниңкидин зор дәриҗидә юқири болуватқанлиқи, буниңға қошулуп нөвәттә маарип сияситидә көрүлүватқан җиддий өзгиришләр һәмдә диний һоқуқлар билән аманлиқ тәдбирлириниң тиркишиши қатарлиқларниң уйғур җәмийити үчүн зор бесим пәйда қиливатқанлиқини баян қилди.
Арилиқта йиғинға иштирак қилиш үчүн кәлгән америка дөләт мәҗлисиниң сабиқ хадими, “уйғурларниң дости” дәп тонулған ханс әпәнди сөзгә тәклип қилинди. У уйғур давасиниң америкида, болупму америка дөләт мәҗлисидә билинишидә бесип өткән мусапиләрни әсләп өткәч америкидики уйғур сиясий паалийәтчилириниң буниңға көп әҗир қилғанлиқини, өзиниң буниңдин кейинму қолидин келишичә уйғур давасиға яр-йөләк болидиғанлиқини билдүрди.
Шуниңдин кейин йиғинға тәклип қилинған мутәхәссисләрдин адвокат нури түркәл сөз елип, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита уларниң хитай асасий қанунида бәлгиләнгән барлиқ һәқлирини рәт қиливатқанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң өзлири имза қойған барлиқ хәлқаралиқ әһдинамиләргә хилап һалда уйғурларни бастуриватқанлиқини баян қилди. Шуниңдәк америкида мақуллаштин өткән “магнитиски қануни” вә башқа васитиләрни уйғур даваси үчүн қоллинишқа болидиғанлиқини тәкитлиди.
Шуниңдин кейин брайин мавр университетиниң профессори лаврен хансен сөз елип нуқтилиқ һалда уйғурлар дияридики вәзийәтниң “мәдәнийәт уруши” шәклини алғанлиқини баян қилди. Колумбийә университетиниң тәтқиқатчиси мәмәт емин болса хитай һөкүмити иҗра қиливатқан қаттиқ қоллуқ идарә қилиш сияситиниң вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң роһий дунясиға қандақ сәлбий тәсирләрни пәйда қиливатқанлиқини тиббий нуқтидин шәрһлиди. Шуниңдәк өзиниң муһаҗирәттики 800 дин көпрәк уйғурдин топлиған рай синаш материяллири арқилиқ нөвәттә бу уйғурлардин 70 пирсәнттин көпрәкиниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан бастуруш сияситиниң бивастә яки бивастә тәсиригә учриғанлиқини көрсәтти.
Бүгүнки йиғинға алаһидә тәклип қилинған, әмма хизмәт сәвәбидин йиғин нәқ мәйданиға келәлмигән йәнә бир киши америкиниң дипломатийә саһәсидә узун йил хизмәт қилған гровер җосеф рес иди. Рес әпәнди илгири а қ ш ниң шәрқи тимордики баш әлчиси болуп хизмәт қилған болуп, уйғур давасиниң актип қоллиғучилиридин бири иди. У йиғинға тор телевизийәси арқилиқ сөз қилип, муһаҗирәттики уйғурлар, болупму уйғур давасиға күч бериватқан рабийә қадир, ришат аббас, рошән аббас, өмәр қанат қатарлиқ шәхсләрниң, шуниңдәк америка уйғур бирләшмиси вә әркин асия радийоси уйғур бөлүми мухбирлириниң бешиға келиватқан дишварчилиқларға чоңқур һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүрди.
Бүгүнки йиғинниң чүштин кейинки қисмида “дуня христианлар иттипақи” ниң вашингтон шәһиридики хадими луйиза грев, уйғур академийәсиниң рәиси абдулһәмид қарахан, уйғур инсан һәқлири қурулушиниң хадими никол моргерт қатарлиқларму охшаш болмиған темида доклат берип, нөвәттики уйғур җәмийити дуч келиватқан хитайлаштуруш, ана тил контроллуқи вә уйғур мәдәнийәт мираслириниң хараб болуши қатарлиқ саһәләр бойичә доклат бәрди.
Йиғин арилиқида бүгүнки йиғинни тәшкиллигән орунлардин уйғур академийәсиниң рәиси абдулһәмид қарахан айрим зияритимизни қобул қилди. У нөвәттики уйғур җәмийити ғайәт зор киризискә дуч келиватқан әһвалда бүгүнки йиғинни ечишниң вәзийәтниң тәқәззаси икәнликини билдүрди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнму бу һәқтә айрим зияритимизни қобул қилғанда өзлириниң пуқрави тәшкилат болсиму немә үчүн бу қетимқи муһакимә йиғинини ечишқа паал иштирак қилғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди.
Бүгүнки йиғинға вашингтон шәһиридики уйғур җамаити, алий мәктәп оқуғучилири вә һәр саһә кишилири қатнашти.