Австралийәниң адилайт шәһиридә өткүзүлгән параттин өтүш паалийитигә уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.01.27
awstraliye-uyghur-parat-2017.jpg Австралийәниң адилайт шәһиридә өткүзүлгән параттин өтүш паалийитигә қатнашқан уйғурлар
RFA/Haji Qutluq Qadiri


26-январ австралийәниң дөләт байримини тәбрикләш йүзисидин адилайт шәһәрлик һөкүмәт тәшкиллигән параттин өтүш паалийитигә мәзкур шәһәрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан җәмийитиниң тәшкилиши билән йүздин ошуқ уйғур коллектип һалда қатнашқан.

Адилайт шәһиридә өткүзүлгән параттин өтүш паалийитигә қатнашқан уйғурлар бир аптомобилни рәңдар әтләсләр билән мәхсус бизәп, өзгичә алаһидиликкә игә болған уйғурчә кийимләрни кейишип, мәрданә вә җушқун кәйпият билән шәрқий түркистан байриқини игиз көтүрүп, рәис сәһнисидин өткәндә мәзкур паратни тамаша қиливатқан йүз миңдин ошуқ киши уйғур паратчилирини қизғин алқишлиған.
Австралийәниң адилайт шәһиридә өткүзүлгән параттин өтүш паалийитигә қатнашқан уйғурлар
Параттин өтүш паалийити шу йәр вақти чүштин кейин саәт бәштә башлинип кәч саәт йәттидә ахирлашқан.

Биз мәзкур паалийәт һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәт түркистани вә башқа паратқа қатнашқан уйғурлар билән бу һәқтә телефон зиярити елип бардуқ.
Австралийәниң адилайт шәһиридә өткүзүлгән параттин өтүш паалийитигә қатнашқан уйғурлар
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.