Австралийәдә өткүзүлгән “тинчлиқ фестивали”ға уйғурларму қатнашти
2017.01.30

28-январ австралийәниң адилят шәһиридә җәнубий австралийә ислам диний җәмийити вә австралийә һөкүмитиниң тәшкиллиши билән өткүзүлгән “әл-салам” (тинчлиқ фестивал) ға уйғурларму қатнашқан.
Мәзкур фестивалға қатнишиватқан “австралийә шәрқий түркистан җәмийити”ниң рәиси нурмуһәмммәт түркистаниниң билдүрүшичә, фестивалда уйғур җамаити уйғур таамлиридин поло вә кавап қатарлиқ тамақларни тәйярлап паалийәттә уйғурларниң тамақ мәдәнийитини намаян қилиш билән биргә нөвәттики уйғур елиниң йеқиндин буянқи сиясий вәзийити тоғрисида тәйярланған тәшвиқат варақчилирини тарқатқан.
Фестивалда өзгичә таамлири вә тәшвиқат варақчилири билән кишиләрниң диққитини тартқан уйғур җамаитидин узундин буян адилайт шәһиридә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлирини йеқиндин қоллап келиватқан җәнубий австралийә парламент әзаси франкес бедфор ханим сәммий һал сориған вә улар билән сөһбәттә болған.
Паалийәт адилят шәһиридики бир бағчида елип берилған болуп,паалийәт әтигән саәт 11 дин кәч саәт йәттигә қәдәр давам қилған.Паалийәткә тәхминән он миңға йеқин киши қатнашқан.
Биз бу мунасивәт билән нәқ мәйданға телефон қилип мәзкур фестивалға қатнишиватқан австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәт түркистани вә башқа иштиракчилар билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.
Нөвәттә,диққитиңлар бу һәқтики сөһбәт программисида болғай.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.