Д у қ һәйити австралийә парламентида магнетский қануни һәққидә музакирә елип барди
2018.12.04
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт австралийәдә елип бериватқан зияритиниң иккинчи күни, австралийә парламентида муһим учришишлар елип барди. Австралийәниң пайтәхти канберра шәһиридики парламент бинасида өткүзүлгән учришишқа д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, иҗраийә һәйити рәиси өмәр қанат әпәнди, америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими луйиса ханим вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң рәиси нури түркәл әпәнди австралийәдики уйғур паалийәтчи нургүл савут ханимлар иштирак қилди. Биз нәқ мәйданға телефон қилип бу учришишлар һәққидә мәлумат игилидуқ.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи австралийә зияритиниң иккинчи күни д у қ һәйитиниң австралийә парламенти авам палатаси билән юқири палатаси әзалири билән учрашқанлиқини, ахбарат хадимлири билән сөһбәт елип барғандин кейин австралийә дөләт университетида доклат бериш йиғиниға қатнашқанлиқини тәкитлиди.
Д у қ һәйити 12-айниң 4-күни канберрадики австралийә парламентида йешиллар партийәсиниң парламент әзалири вә башқа партийәләрниң парламент әзалири билән учришип, австралийә парламенти чиқармақчи болған магнетский қанун лайиһиси һәққидә музакирә елип барған. Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң рәиси нури түркәл әпәнди бүгүн елип барған паалийәтләр һәққидә бизгә мәлумат бәрди.
Д у қ һәйити австралийә парламентидики учришишни ахирлаштурғандин кейин америка қошма штатиниң канберрада турушлуқ әлчиханисиниң хадимлири биләнму учришиш елип барған. Нури түркәл әпәнди зияритимизни қобул қилип бу һәқтиму тохталди.
Йеқиндин буян ғәрб әллиридә америка қошма штатлирида вә түркийәниң һәр қайси университетлирида уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғинлири өткүзүлмәктә. 12-Айниң 4-күни д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, иҗраийә һәйити рәиси өмәр қанат әпәнди, америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими луйиса ханим вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң рәиси нури түркәл әпәндидин тәркиб тапқан һәйәт канберрадики австралийә дөләт университетида өткүзүлгән доклат бериш йиғиниға иштирак қилған. Нури түркәл әпәнди йиғин тоғрисида тохталди.
Нури түркәл әпәнди йиғинда нуқтилиқ һалда уйғур диярида һазир мәйданға чиққан вәзийәт вә бу вәзийәтни һәл қилишниң йоллири тоғрисида тәләп-пикирләрниң оттуриға қоюлғанлиқини баян қилди.
Д у қ һәйити 12-айниң 9-күнигичә австралийәниң сидней, мелборин, вә адилайд қатарлиқ җайлириға зиярәт елип баридиған болуп, улар бүгүн канберрадики паалийитини ахирлаштуруп сиднейгә қарап маңған.