Баварийә парламентида уйғурлар мәсилиси аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.06.17
germaniye-bawariye-parlament-uyghur.jpg Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди баварийә парламентида
RFA/Ekrem


Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, 16 - июн күни баварийә парламентида өткүзүлгән көп милләт вәкиллири ара сөһбәт йиғинида уйғурлар мәсилиси йәнә бир қетим аңлитилип, 300 дин артуқ кишиниң диққити уйғур вәтинигә җәлп қилинған.

Баварийә парламенти 16 - июн күни баварийидә яшаватқан һәрқайси милләтләр тәшкилатлириниң рәһбәрлирини бир сорунға җәм қилип, милләтләр ара сөһбәт йиғини уюштурған вә вәкилләрниң шәрипигә зияпәт һазирлиған болуп, йиғинға иштирак қилған 300 дин артуқ тәшкилат рәһбәрлири қатарида д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәндиму бу йиғинға қатнишип, уйғурлар мәсилисини әтраплиқ аңлитиш пурситигә еришкән.

Әсқәрҗан әпәндиниң 16 - июн күни йиғиндин кейин бәргән мәлуматлириға көрә, бу қетимқи паалийәтни баварийә парламенти рәиси барбара ханим парламентқа вәкалитән уюштурған болуп, һәрқайси милләтләрниң вәкиллиридин сирт, парламентниң бир қисим милләт вәкиллири, баварийә һөкүмитиниң министирлири, һәрқайси партийиләрниң рәһбәрлириму йиғин һәм зияпәткә қатнашқан.

Униң ейтишичә, йиғин мәзгилидә у парламент рәиси барбара ханим вә һөкүмәт министирлири билән бир үстәлдә олтуруп, уйғурлар мәсилисини тонуштуруш имканиға игә болған. Йиғин әһлигә сөз қилиш пурситигә еришкән вақтида болса, әсқәрҗан әпәнди баварийә һөкүмити вә униң рәһбәрлириниң өтмүштә уйғурлар үчүн қилған ярдәмлиригә рәһмәтләр билдүрүш билән биргә, уйғурларни һазирғичә қоллап келиватқанлиқиға уйғурларниң көп миннәтдар икәнликини изһар қилған.

Бу қетимқи йиғинға зулһаят исимлик йәнә бир уйғур қизиму қатнашқан болуп, әсқәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, йиғин риясәтчилириниң бу уйғур қизини зиярәт қилиши уйғурлар мәсилисиниң йиғинда тәкрар оттуриға чиқип диққәт чекишигә сәвәб болған. Әсқәрҗан әпәнди бу қетимқи йиғин вә зияпәт җәрянида баварийә парламентидики партийиләрниң рәһбәрлири билән учришип, уйғурлар мәсилисини әтраплиқ аңлитиш пурситигә наил болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.