Бермудадики уйғурлар:“ терорчи әмәсликимизни дуняға көрсәттуқ!”
2018.08.29

27-Авғуст күни хелил мамут, абдулла абдуқадир, абликим турахун вә салаһидин абдуләһәд қатарлиқ төт уйғур үчүн шатлиққа толған бир күн болди. Чүнки буни 2009-йили америка һөкүмити уларни “дүшмән җәңчиси әмәс” дәп елан қилған һәмдә гуәнтанамо түрмисидин чиқирип бермуда тақим араллириға йәрләштүргәндин буянқи дөләт тәвәлики болмаслиқтәк һаятлиқ мусаписигә хатимә берилгәнликниң җакарлиниши, дейишкиму болатти. Бу хәвәр тездин дуняниң һәрқайсий җайлиридики ахбарат вастилиридә хәвәр қилинип, кишиләрниң ядидин көтирилип қалған аччиқ һекайиләрни йәнә бир қетим әсләтти.
Биз бу һәқтики әһваллардин хәвәрдар болуш үчүн бермудадики сабиқ гуәнтанамо мәһбуслири билән алақилашқинимизда улар шу җайда өйлүк-очақлиқ болуп, хелила чоң бир җамаәт болуп қалған икән. Улардин хелил бу һәқтики әһвалларни тонуштуруп, бермудада туғулған бу уйғур гөдәклириниң қериндашларчә чоң болуватқанлиқини хошаллиқ билән сөзләп бәрди.
У шуниңдин кейин өзлириниң бермудаға кәлгәндин кейинки һаяти һәққидә қисқичә мәлумат бериш һәққидики елтимасимиз бойичә өзлириниң дәсләпки мәзгилләрдики ятсираш вә кишиләрниң гуманлиқ қарашлири ичидә дадиллиқ билән ишқа киришип кәткәнликини, шу арқилиқ өзлириниң әмгәксөйәр бир хәлқниң пәрзәнти икәнликини намайән қилғанлиқини сөзләп бәрди.
Хелил мамутниң ейитишичә, улар тезла йәрлик муһитқа маслишип кетишкә тиришқан вә өзлириниң әхлақ-пәзиләтлири билән кишиләрниң һөрмитигә еришишкә башлиған.
Сөһбәт җәрянида биз “гуәнтанамодин чиққан” дегән қабаһәтлик нам билән бермудаға келип йәрләшкәндин кейин бу уйғурларни бир қисим кишиләрниң йәнила “терорлуқ” билән бағлап чүшинип кәлгәнликини, бу җәһәттә уларниң қандақ һес-туйғуларда болғинини сориғинимизда абдулла абдуқадир өзлириниң бермудаға келишиниң әмәлийәттә бу җайда уйғур давасини тәшвиқ қилишниң бир пурсити болғанлиқини билдүрди.
Дәрвәқә, бу мәзгилдә у уйғурлар өзлириниң әмгәкчанлиқи, ақ көңүл тәбиити вә аддий-садда миҗәзи арқилиқ уйғурларниң “терорчилар” әмәс, бәлки хитайниң зулмиға учраватқан бир хәлқ икәнликини тәшвиқ қилған. Уларға бермуда паспортиниң берилиши болса бу хил чүшинишни юқури пәллигә чиқарған. Абдулламу сөһбәт җәрянида буни алаһидә тәкитләп өтти.
Сөһбәт җәрянида абдулла өзлирини тәсирләндүргән ишлар қатарида өзлири қатму-қат бесимларға дуч келиватқан шу йилларда уйғур җамаитиниң шундақла бир қисим уйғур паалийәтчиләрниң өзлиригә изчил тәсәллий берип кәлгәнликини, шуниңдәк өзлириниң һаман бир күни йоруқлуққа чиқидиғанлиқидин һечқачан үмидсиз болмиғанлиқини билдүрди.
Әйни вақитта бу уйғурларни бермудаға йәрләштүрүшниң алди-кәйнидә уларға көп йил тәрҗиманлиқ қилған уйғур сиясий паалийәтчи рошән аббас билән бу мәсилә һәққидә сөһбәттә болғинимизда, у буни сабиқ уйғур мәһбусларниң ахирқи һесапта үзел-кесил ақлинип чиққанлиқиниң бир испати, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән бир вақитта буни аддийла паспорт елиш дәп қаримайдиғанлиқини, техиму муһими буни хитай һөкүмитиниң хәлқарада йәнә бир қетим шәрмәндә болуши, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә, бермудадики бу уйғурларниң паспортлири алди-кәйни болуп ишлиниватқан болуп, улар бирдәк бермудани “иккинчи вәтән” дәп қаримақта икән. Шундақла һазирчә бу җайдин башқа җайларға көчүп кетиш пиланиму йоқ икән. Биз ахирида уларға хатирҗәмлик вә аманлиқ тиләп сөһбитимизни ахирлаштурдуқ.