Бишкәктики партлитиш вәқәси һәққидә япон вә хитай мәтбуатлиридики инкаслар

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.09.02
yaponiye-g-20-g20-yighin-xitay-2016.jpg “асаһи шимбун”, “йомиури шимбун” вә “ниппон кезай” гезитлириниң бишкәктики партлаш тоғрисида бәргән хәвәрлири
RFA/Haji Qutluq Qadiri


30 - Авғуст күни қирғизистанниң бишкәк шәһиридики хитай әлчиханисиға қаритилған аптомобиллиқ һуҗум тоғрисида 31 - авғустин башлап японийә вә хитай мәтбуатлири түрлүк хәвәрләрни тарқатти.

“асаһи шимбун” гезитиниң бейҗиң вә русийәдә турушлуқ мухбирлири 31 - авғуст мәзкур гезиттә елан қилған“санаәтләшкән 20 дөләт йиғини ечилиш алдида хитай әлчиханиси нишанға елинди” намлиқ хәвиридә:“уйғур аптоном райониға қошна болған қирғизистандики хитай әлчиханисида партлитиш вәқәси йүз бәргәнлики сәвәбидин хитай даирилири өзидики интернет тори вә башқа алақә вастилирини контрол қилишни күчәйтивәтти” дейилгән.

Хәвәрдә:“қирғизистан даирилири һазирқи вәзийәттин қариғанда хитай әлчиханисини қоғдашниң анчә асанға чүшмәйдиғанлиқини билдүрүшти”дәп көрсәткән.

Хәвәрдә дейилишичә,“асаһи шимбун”гезитиниң мухбири бишкәктики хитай әлчиханисиниң дипломатини зиярәт қилғанда, хитай дипломат һазирчә бу һәқтә мәтбуатларға ашкарилиғидәк һечқандақ толуқ испатлиқ учурниң йоқлуқини билдүргән.

“асаһи шимбун” гезити мақалисидә уйғурлар һәққидиму тохталған болуп униңда:“қирғизистанға қошна болған уйғур аптоном районида хитай компартийәсиниң уйғурларни бастуруш сиясити наһайити қәбиһ болғанлиқи үчүн уйғурлар буниңға қарши 2009 - йили 7 - айниң 5 - күни үрүмчидә намайиш елип барған иди. Бирақ, намайиштин кейин хитай һөкүмити уйғурларни бастурушни техиму күчәйтивәтти. Уйғурлар хитайлар тәрипидин қаттиқ зулумға учраватқан милләт. Бейҗиң қаттиқ бастуруш елип барғанлиқтин йеқиндин буян бу районда бирәр вәқә көрүлмиди” дегән.

Хәвәрдә:“уйғур аптоном районидики бир қисим уйғурлар хитай зулумидин қечип қирғизистанға охшаш оттура асия әллиригә көчүп кәлгән болсиму, лекин хитай һөкүмити бу уйғурларниң һәрикитини көзитиш вә контрол қилиш мәқситидә оттура асиядики дөләтләргә иқтисадий ярдәм берип кәлгән иди. Бирақ, бу йил 4 - айда қазақистанда хитай көчмәнлиригә қарши намайиш йүз бәрди. Мана әмдиликтә болса хитай әлчиханиси һуҗумға учриди. Әгәр, отттура асияниң вәзийити кәскинлишидиған болса хитайниң "бир бәлвағ бир йол "сиясити бәлким өз изидила тохтап қилиши мумкин” дейилгән.

“йомиури шимбун” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә болса:“2002 - йили 6 - айдиму бишкәктә бир хитай дипломати икки нәпәр қирғизистанлиқ тәрипидин етип өлтүрүлгән болуп вәқәниң тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, вәқә садир қилғучилар чәтәлдики уйғур мустәқиллиқи тәшкилатлириниң бәлгилик иқтисадий ярдими билән һәрикәт елип барған” дейилгән.

Хитайда чиқидиған енглиз тилидики “йәр шари вақти” гезитиниң 31 - авғустики бу һәқтики хәвиридә, һазирғичә чәтәләрдики хитай әлчиханилириниң һуҗумға учраш әһвали тоғрисида қисқичә учур берилгән болуп, униңда:“1999 - йили 5 - май күни белградтики хитай әлчиханиси шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бомба һуҗумиға учрап үч киши қаза қилған. 2009 - Йили 6 - июн миюнхиндики хитай консулханиси гуманлиқ кишиләр тәрипидин бензинлиқ бомбиниң һуҗумиға, 2011 - йили 15 - декабирда лос анҗилистики хитай консулханиси дипломати америка пуқралиқидики хитай тәрипидин қораллиқ һуҗумға, 2014 - йили1 - январ санфирансискодики хитай консулхана дипломати америка пуқралиқидики хитайниң от һуҗумиға учриған. 2015 - Йили сомалийдики хитай әлчиханиси әтрапидики меһманханида йүз бәргән адәм бомба вәқәсидә бир хитай сақчи офетисири өлүп, үч нәпәр әлчихана хадими яриланған” дейилгән.

Енглиз тилидики “йәр шари вақит” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә, бишкәктики хитай әлчиханисиниң һуҗумға учраш вәқәси бу йәрдә йүз бәргән тунҗи қетимлиқ хитай дипломатлириға қаритилған һәрикәт әмәсликини алаһидә әскәртип:“ 2002 - йили хитай дипломати ваң җийәнпиң аптомобили ичидә уйғур бөлгүнчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән иди” дейилгән.

Хәвәрдә көрситилишичә, 1995 - йилидин 1998 - йилиғичә қазақистандики хитай әлчиханисида баш әлчилик вәзиписи өтигән сабиқ баш әлчи яв пейшиңниң билдүрүшичә, бишәктә бу қетимқи вәқә йүз бәргәндин кейин, қирғизистан тәрәп билән хитай, хитай дипломатлириниң бихәтәрликини қоғдаш тоғрисида көп тәрәплимилик келишимләрни имзалиған.

Хәвәрдә дейилишичә, хитайдики террор мутәхәссиси ли вей “йәр шари вақит” гезити мухбириниң зияритини қобул қилғанда вәқә һәққидә тохтилип:“бу қетимқи вәқә шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң тармақ тәшкилати болған түркистан ислам партийәсиниң чәтәлдә елип барған тунҗи қетимлиқ хитай әлчиханисиға қаратқан аптомобиллиқ һуҗуми” дегән.

Хитай террор мутәхәссиси ли вей сөзидә йәнә, шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләр ичидә қирғизистанниң террорлуқ һәрикәтләргә қарши туруш күчиниң йитәрлик әмәсликини тәкитләш билән биргә, қирғизистанда қирғизистан ислам һәрикити вә җундал һилафә қатарлиқ йәрлик тәшкилатлар билән биргә әлқаидә вә ислам дөлити тәшкилатиниң әзалириниңму барлиқини илгири сүргән.

“йомиури” гезитиниң хәвиридә, хитайниң мәтбуатлиридин елинған бәзи учурларғиму орун берилгән болуп, униңда :“шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики учурида вәқәдә бир адәм өлүп, бәш адәм яриланғанлиқини вә хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң вәқәни әйибләп хитай дөлитини террорниң қурбани дәп тәрипләп, бу районда вә хитайда террорлуққа қарши қаттиқ һәрикәт елип баридиғанлиқи тоғрисида баянат бәргәнлики” ни көрсәткән.

“ниппон кезай” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә:“русийә таратқулириниң хәвиригә қариғанда, бишкәктики хитай әлчиханисиға қилинған аптомобил һуҗумдин кейин, хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрни бу райондики террорлуқ һәрикәтләргә зәрбә беришкә чақирған” дегән.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң сөзидә йәнә:“хаңҗуда ечилидиған санаәтләшкән 20 дөләт йиғининиң бихәтәрлик вә қоғдаш хизмәтлириниң наһайити пухта ишлиниватқанлиқини шундақла өзиниң йиғинниң бихәтәр ечилишиға ишәнч қилидиғанлиқини билдүргән.”

Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут японийә мәтбуатлиридики бу һәқтики инкасларға болған өзиниң қарашлирини баян қилди.

Ахирида, зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим японийә телевизийә қаналлириниң бу һәқтики хәвири һәққидә тохталди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.