Бишкәктә сәнәтчи рушәнгүл мөминива маһарәт көрсәтти

Ихтиярий мухбиримиз азад
2016.03.02
qirghizistan-uyghur-rushengul-roza-otunbayiwa.jpg Нахшичи рушәнгүл мөминива қирғизистанниң сабиқ президенти роза отунбайива билән биллә
RFA/Azad


Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң яр - йүләктә болуши вә қоллап - қувәтлиши билән 29 - февирал күни бишкәктики қирғизистан дөләтлик тиятирханисида атақлиқ равап маһири,нахшичи рушәнгүл мөминиваниң ялғуз кишилик сәнәт кечилики өткүзүлди.

Яш сәнәткар рушәнгүл қирғизистанниң қара балта шәһиридики оқумушлуқ зиялий аилисидә дуняға кәлгән болуп, өзиниң сәнәткә болған қизиқиши вә пешқәдәм сәнәткарларниң қитиқинип өгитиши билән ярамлиқ бир равап маһири һәмдә өзигә хас услуп яратқан нахшичи болуп йетишкән.

Сәнәт кечилики һарписида радийомиз зияритини қобул қилған рушәнгүл өзиниң сәнәт һаяти һәққидә түвәндикиләрни билдүрди: “кичик вақтимда, дадамниң мениң қолумдин йетиләп шу чағларда қара балта шәһиридә қурулған уйғурларниң сәнәт курсиға елип барғини һелиму есимдә. Мән дәсләптә дутар, кейин равап үгәнгән идим.”

“иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән рушәнгүл ханим 2013 - йили қирғизистандики бир түркүм сәнәтхумар уйғур яшлири тәркибидә өзлириниң кәспий сәвийәсини юқири көтүрүш үчүн уйғур илиниң үрүмчи шәһиридики сәнәт иниститотиға бир йиллиқ билим ашурушқа евәтилгән иди. Рушәнгүл өзиниң үрүмчидә өткән бир йиллиқ өгиниш җәрянини әслигәндә һаяҗан ичидә мундақ диди: “биз бурун нота дегәнни билмәйттуқ. Бу қетим үрүмчидә биз нота өгиниш билән бирликтә, музикида миллий пурақ болмиса болмайдиғанлиқини һәм өгинип кәлдуқ.”

Нахшичи рушәнгүл мөминива 2013-йили үрүмчидә
Нахшичи рушәнгүл мөминива 2013-йили үрүмчидә

Сәнәт кечилики оттура асияда тонулған атақлиқ нахшичи айтурған һәсән, қирғизистан хәлқ артиси султан керим қатарлиқларниң шох, яңрақ нахшилири билән башланди.

Японийәниң қирғизистандики баш әлчиси һәмдә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләрниң әлчихана хадимлири, қирғизистан парламентиниң әзаси пәрһат төләндийив қатарлиқлар меһманларму уйғур җамаәтчилики билән биргә оюн көрди.

Бу қетимқи сәнәт кечиликиниң режиссори пәрһат ибраһим рушәнгүлниң бәдиий талантиға алаһидә юқири баһа берип мунуларни билдүрди: “равап челиш маһарити җәһәттә қирғизистанда рушәнгүлниң алдиға өтидиғини йоқ дәп қараймән. У өзиниң тиришчанлиқи билән бүгүнкидәк йүксәк нәтиҗиләргә йетишти.”

Сәнәт кичиликидә йәнә алматадин кәлгән “вайтаң” сәнәт гурупписиниң артистлири өзлириниң қизиқарлиқ сәнәт нумурлири билән тамашибинларға хошаллиқ беғишлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.