Долқун әйса: 2015 - йили уйғур дәваси үчүн нәтиҗилик бир йил болди
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.01.01
2016.01.01
Долқун әйса нутуқ сөзлимәктә
RFA/Dolqun Eysa/Qutlan
Дуня 2016 - йилиға қәдәм қойғанлиқини тәбриклишиватқан бир пәйттә, өткән йилға бир нәзәр ташлап, радио аңлиғучилиримизға тәқдим қилиш мәқситидә кишилик һоқуқ, миллий мустәқиллиқ, демократийә вә алақидар саһәләр һәққидә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ.
Долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, соаллиримизға җаваб берип, 2015 - йилиниң уйғур дәваси үчүн нәтиҗилик бир йил болғанлиқини билдүрди вә вәтәндашлириға салам йоллиди.









