Долқун әйса “дуня аз санлиқ милләтлири һоқуқлири курси”да уйғурлар һәққидә доклат бәрди
2018.07.20

Д у қ рәиси долқун әйса венгрйәдә өткүзүлүватқан “дуня аз санлиқ милләтлири һоқуқлири язлиқ курси”да лексийә сөзләп уйғурлар вәзийитини тонуштурди.
“6 -нөвәтлик дуня аз санлиқ милләтлири язлиқ курси ” дәп аталған мәзкур курс венгрийә пайтәхти будапешитта 16- июл башланған болуп, бу язлиқ курсни венгрийәдики дөләтлик хәлқара аммиви мунасивәтләр университети, том лантус институти вә лондон мидилсекис университети бирликтә уюштурған. Бу курс 21-июлғичә бир һәптә давам қилидикән. Курс программисида уйғурлар мәсилисигә мәхсус бир бөлүм аҗритилған.
Мәзкур курсни тәшкиллигән орунниң тор мәлуматидики учурлардин қариғанда, бу курсқа докторлуқ вә магистирлиқ унвани үчүн оқуватқан оқуғучилар вә башқа мутәххәсисләр қатнишидиған болуп, буниңда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ хитабнамиси вә йәрлик хәлқләр һоқуқи хитабнамисидә көрситилгән миллий, диний, тил җәһәтләрдин аз санлиқлар һесаблинидиған милләтләрниң түрлүк һоқуқ мәсилиси муһакимә қилинидикән. Шуниң билән биргә йәнә аз санлиқ милләтләр һоқуқлири мәсилисидә б д т, явропа иттипақи, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати һәм башқа хәлқаралиқ тәшкилатларниң ойнайдиған роли қатарлиқ нуқтилардиму лексийәләр сөзлинидикән.
“дуня аз санлиқ милләтлири һоқуқлири курси”ға илгири уйғурлар қатнишип бақмиған болуп, бу нөвәт уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди уйғурлар мәсилиси һәққидә лексийә вә доклат беришкә алаһидә тәклип қилинған.
Будапешттин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, алди билән бу бир һәптилик курсниң асасий мәзмуни тоғрисида бизни бәзи мәлуматлар билән тәминлиди.
Венгрийә том лантос иниститутиниң мудири анна ханимму зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи йиғинда хитай бесими астидики уйғурлар мәсилисигиму алаһидә орун бәргәнликини әскәртти.
Қирғизистандин келип бу йиғинға қатнашқан пәрһат әпәнди йиғинниң яхши өткәнликини тилға алди.
Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди ахирқи бирқанчә һәптиләрдин буян ғәрб демократик дөләтлири һөкүмәтлириниң уйғурлар мәсилисигә башқичә көңүл бөлүшкә башлиғанлиқини, болупму җаза лагерлири мәсилисидә қурултай хадимлири билән җиддий көрүшүшләрдә боливатқанлиқини һәмдә түрлүк йиғинларға тәклип қиливатқанлиқини тилға алди.
Бу қетимқи курсқа көплигән дөләтләрдин муһим сиясий әрбаблар вә илим адәмлири қатнашқан болуп, долқун әйса әпәнди өз лексийәсидә уйғур дияриниң тарихи, сиясий, иҗтимаий әһваллири тоғрисида сөзләпла қалмай, уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисидиму тохталған.
Д у қ рәиси бу қетимқи йиғинда йәнә венгрийә, явропа парламенти вә б д т ниң бир қисим муһим әрбаблири билән учришиш пурсәтлиригә еришкән һәмдә уйғур дияридики җаза лагерлириға қарита чарә тепиш үстидә музакириләрдә болған.