Долқун әйса түркийә дөләт рәһбәрлири билән көрүшүп уйғурлар мәсилисини аңлатти
2018.02.18

16-Феврал чүштин кейин дуқниң рәиси долқун әйса әпәнди мюнхенда чақирилған “54-нөвәтлик дуня хәвпсизлики муһакимә йиғини” ға қатнишиш үчүн кәлгән түркийәниң баш министири бинали йилдирим вә ички ишлар министири сүләйман сойлу билән айрим-айрим көрүшүп, уйғурлар мәсилисини аңлатқан.
Мәлум болғинидәк, “54-нөвәтлик дуня хәвпсизлики муһакимә йиғини” 16-феврал мюнхен шәһиридә башланған болуп, 3 күн давамлишидиған бу йиғинға йүздин артуқ дөләттин 500 дин артуқ дөләт рәһбәрлири келип қатнашмақта иди. Түркийәдин баш министир бинали йилдирим, ташқи ишлар министири чавуш оғлу вә ички ишлар министири сүләйман сойлу қатарлиқ дөләт әрбаблири иштирак қилған.
Узун йиллардин буян хитайниң бесими билән түркийәгә кириши мәни қилинип кәлгән дуқниң рәиси долқун әйса әпәндиниң 16-феврал мюнхенда түркийә дөләт рәһбәрлири билән айрим-айрим сөһбәтләрдә бөлиши, көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.
Түркийә дөләт рәһбәрлири билән болған бу учришиш һәққидә бүгүн зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, түркийә баш министири бинали йилдирим әпәнди билән көрүшкәндә униңға уйғур елиниң нөвәттики вәзийитини аңлатқанлиқини вә бу вәзийәт тоғрисида һазирланған тәпсилий бир доклатни тәқдим қилғанлиқини билдүрди.
Дуқниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу учришишқа баһа берип, қурултай рәиси долқун әйса әпәндиниң бу нөвәт түркийә дөләт рәһбәрлири билән көрүшүшиниң муһим сиясий әһмийәткә вә хитайға нисбәтән җиддий сигнал бериш характеригә игә бир көрүшүш һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.
Долқун әйса әпәнди түркийә баш министири бинали йилдирим билән болған учришиштин кейин, тәклип бойичә түркийә ички ишлар министири сүләйман сойлу әпәнди билән көрүшүп сөһбәтләшкән. Ички ишлар министири сүләйман сойлу билән болған сөһбәттә долқун әйса әпәнди нуқтилиқ һалда малайшиядин хитайға қайтурулуш алдида турған 11 нәпәр уйғурниң қийин вәзийитини билдүргән вә түркийә һөкүмитидин җиддий ярдәм тәләп қилидиғанлиқини тилға алған.
16-Феврал күни кәчтә йәнә долқун әйса әпәндини баш министир бинали йилдирим вә ички ишлар министири сүләйман сойлуларниң ярдәмчилири айрим қобул қилип, уйғур елиниң нөвәттики вәзийити, муһаҗирәттики уйғурларниң түркийә дөлитигә болған үмид-истәклири, дуқниң тәләплири һәққидә тәпсилий мәлумат игилигән.
Дуқ хитай ишлири комитетиниң мудири, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиму дуқниң рәиси билән түркийә дөләт рәһбәрлири арисида өткүзүлгән бу учришишларға юқири баһа бәрди.