Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири ақсарайдики юқири дәриҗилик әмәлдарлар билән көрүшти

Мухбиримиз алим сейтоф
2018.09.11
dolqun-eysa-omer-qanat-aqsaray.jpg Д у қ рәиси долқун әйса вә қурултай иҗраийә һәйәт рәиси өмәр қанат әпәндиләр ақсарайда. 2018-Йили 10-сентәбир, вашингтон.
Photo: RFA

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән иҗраийә һәйити рәиси өмәр қанат 10-сентәбир күни америкиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән ақсарайда көрүшүп , уйғурлар һазир дучар болуватқан җиддий мәсилиләр үстидә сөһбәт елип барған.

Улар ақсарай әмәлдарлири билән көрүшүш җәрянида бир милйон уйғурниң җаза лагерлирида тутуп турулуши, америка вә ғәрб әллириниң хитайға буни җиддий мәсилә үстидә бесим қилиши һәм уйғурларға қарши бу хил қаттиқ қол бастуруш елип бериватқан хитай әмәлдарлирини җазалаш қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр үстидә сөһбәт елип барған. Долқун әйса билән өмәр қанат бу әмәлдарлар билән көрүшүш җәрянида өзлириниң америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә болған миннәтдарлиқини билдүрүпла қалмай, йәнә өзлириниң уйғур мәсилисини бир тәрәп қилиш тоғрисидики пикир-тәклиплирини оттуриға қойған.

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса ақсарайдики бу сөһбәткә қатнишиш үчүн өзиниң явропа парламентидики бәзи паалийәтлирини тохтитип, 10-сентәбир күни вашингтонға йетип келип, ақсарайдики юқири дәриҗилик әмәлдарлар билән сөһбитини ғәлибилик аяғлаштуруп шу күни ахшими йәнә белгийәгә сәпәр қилди.

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ, уйғур бөлүминиң директори алим сейтофниң д у қ рәиси долқун әйса вә иҗраийә һәйити рәиси өмәр қанат билән елип барған сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.