Д у қ рәһбәрлири явропа парламентиниң баянатиға юқири баһа бәрди
2018.01.17

Явропа парламенти әзалириниң булғарийәдики уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ тоғрисида елан қилған баянати дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириниң юқири баһасиға еришти.
16-январ явропа парламентиниң муавин рәиси фабио массимо касталдо башлиқ 6 нәпәр парламент әзаси булғарийәдә тутуп турулуватқан 5 нәпәр уйғур муһаҗирниң хитайға қайтурулушиниң яман ақивәтләргә сәвәб болидиғанлиқини илгири сүрүп бирләшмә баянат елан қилған иди.
Булғарийә һөкүмитиниң хәлқара қанун вә әһдинамиләргә риайә қилип, уйғур мусапирлириға сиясий панаһлиқ бериши лазимлиқи тилға елинған бу баянатқа қарита д у қ рәһбәрлири бүгүн инкас қайтуруп, буни “явропа парламенти 2018-йилиниң муқәддимисидә уйғурлар мәсилиси үчүн басқан тунҗи иҗабий қәдими” дәп баһалиди.
16-январ елан қилинған бу бирләшмә баянатқа явропа парламентиниң муавин рәиси фабио массимо касталдо, парламент әзаси илхан күчүк, һелга трүпәл, иво ваҗге, игназйо каррао, рома тремоса балчелс қатарлиқ 6 нәпәр әзаси имза қойған. Баянатта 2017-йили 27-июл булғарийәгә кирип сиясий панаһлиқ тилигән, әмма панаһлиқ илтимаслири қобул көрүлмәй, хитайға қайтурушқа тәрәддут қилинған 5 нәпәр уйғурни сақлап қелиш, навада бу уйғурлар хитайға қайтурулған тәқдирдә қамақ җазасиға, қейин-қистаққа, һәтта өлүм хәвпигә дучар болуши мумкинлики әскәртилгән.
Алдинқи һәптә явропа зиярити әснасида, явропа парламенти һәмдә “уйғур достлуқ гурупписи” ниң әзаси болған бу затлар билән биваситә сөһбәтләрдә болған д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди, бу қетимқи бирләшмә баянатниң дәл вақтида дуня дөләтлиригә уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә берилгән муһим бир сигнал болғанлиқини тилға алди. У сөзидә, бу баянатни елан қилған явропа парламенти әзалириниң һазирға қәдәр хитайға қайтурулған 300 дин артуқ уйғур муһаҗирларниң ақивити һәққидә бәлгилик мәлумати барлиқини тәкитлиди.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммәди әпәндиму мәзкур баянатниң әһмийитини тилға елип, д у қ ға вакалитән бу баянатқа юқири баһа беридиғанлиқини баян қилди.
Д у қ ниң программа йетәкчиси петер ирвен әпәндиму бу һәқтә тохтилип, “явропа парламенти әзалириниң 2018-йилиниң муқәддимисидә уйғурлар үчүн басқан бу иҗабий қәдимигә мубарәк болсун дәймән,” деди. У мунуларни тилға алди: “д у қ уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида явропа парламентида йиллардин буян көп паалийәтләрни елип барди. Болупму ахирқи 2 йилда парламенттики паалийәтлириниң сани, дәриҗисини юқири көтүрүп, көплигән юқири дәриҗилик парламент әзалири вә рәһбәрлири билән биваситә учришишлар өткүзди. Буниң нәтиҗисидә, 2017-йили 19-өктәбирдә явропа парламентида "уйғур достлуқ гурупписи" қурулди. Қурултай рәиси долқун әйса әпәнди билән алдинқи һәптә явропа парламентида елип барған зияритимиз җәрянида, парламент әзалириға уйғур муһаҗирлар йолуқуватқан еғир қисмәтләр аңлитилған иди. Аридин нәччә күн өтмәйла явропа парламенти әзалириниң бу баянатни елан қилиши, уларниң уйғурлар мәсилисигә нәқәдәр әстайидил вә җиддий қараватқанлиқиниң бир ипадиси һесаблиниду. Мән явропа парламенти әзалириниң 2018-йилиниң муқәддимисидә уйғурлар үчүн басқан бу иҗабий қәдимигә мубарәк болсун дәймән.”
Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, явропа парламентиниң муавин рәиси фабио массимо касталдо әпәнди бүгүн, йәни 17-январ өзиниң тветтер сәһиписидә мақалә елан қилип, уйғурларниң нөвәттики қисмәтлири һәққидә тохталған вә өзиниң уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүшигә уйғурлар учраватқан еғир зулумнларниң сәвәб болғанлиқини ипадә қилған.
Явропа парламенти әзалириниң булғарийәдики уйғурлар һәққидә елан қилған бирләшмә баянатида вә парламентиниң муавин рәиси фабио массимо касталдо әпәнди бүгүн елан қилған мақалиләрдә уйғур дияридики вәзийәтниң интайин еғирлиқи, уйғурларниң кишилик һәқ- һоқуқлириниң халиғанчә дәпсәндә қилиниватқанлиқи, хәлқара җәмийәтниң уйғур вәзийитигә җиддий көңүл бөлүши лазимлиқи оттуриға қоюлған.