Муһәммәтимин буғраниң қизи фатимә буғра 91 йешида түркийәдә вапат болди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.08.30
Fatime-Bughra-Dadisi-Muhemmetimin-Bughra-bilen-Urumchi-01.jpg Мәрһум фатимә буғра ханим дадиси муһәммәтимин буғра билән биргә. Үрүмчи.
RFA/Erkin Tarim

20-Әсир уйғур тарихидики мәшһур инқилабчи, диний алим, сиясийон вә тарихчи муһәммәтимин буғраниң қизи фатимә буғра ханим 30-авғуст күни түркийәниң измир шәһиридики қарабурун дегән саяһәт орнида 91 йешида аләмдин өтти.

Биз мәрһум фатимә буғра ханим вә униң дадиси муһәммәтимин буғра әпәндиниң һаяти вә иш-излири тоғрисида мәлумат игиләш үчүн дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди вә фатимә буғра ханимниң ана тәрәп туғқанлиридин һазир истанбулда яшаватқан ели әлиоғлу әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин алиптекин әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң фатимә ханим билән үрүмчидики йиллардила тонушидиғанлиқини, 1949-йили вәтәндин һиндистанға бирликтә һиҗрәт қилғанлиқини, униң вапатини аңлап көңлиниң бәкму йерим болғанлиқини баян қилди.

Фатимә буғра ханимниң ана тәрәптин туғқанлиридин һазир истанбулда оқутқучилиқ қиливатқан ели әлиоғлу әпәнди фатимә ханимниң 1927-йили туғулғанлиқини, униң һаятиниң уйғур хәлқиниң әркинлик вә азадлиқ күрәшлири ичидә өткән бир һаят икәнликини тилға алди.

Әркин алиптекин әпәнди мәрһум муһәммәтимин буғра вә қизи фатимә ханимларниң түркийәгә кәлгәндин кейин әйса йүсүп алиптекин аилиси билән биллә турғанлиқини, 1954-йили муһәммәтимин буғра аилиси истанбулдин әнқәрәгә көчүп кәткәндин кейинму икки аилиниң давамлиқ издишип өткәнликини баян қилди.

Мәрһум инқилабчи вә уйғур хәлқиниң 20-әсирдики сиясий рәһбәрлиридин бири болған мәрһум муһәммәтимин буғра 1949-йилиниң ахири коммунист хитай һөкүмити уйғур диярини ишғал қилғандин кейин сәпдашлири билән бирликтә һиндистанға һиҗрәт қилип, кәшмирдә бир қанчә йил турған. 1952-Йили истанбулға кәлгән. 1954-Йили буғра аилиси әнқәрәгә келип олтурақлашқан. Улар әнқәрәгә келип узун өтмәй аяли аминә ханим аләмдин өткән. Шу йилларда фатимә буғра ханим билән йолдиши юнус буғра әпәнди дадиси муһәммәтимин буғраға ярдәмлишип тәрҗиманлиқ вә хәт-чәк йезиш ишлирини үстигә алған. Шундақла турмуш ишлириға йеқиндин ярдәмдә болған. Бу һәқтә әркин алиптекин әпәнди өзи билидиған әһваллардин мәлумат бәрди. 

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, муһәммәтимин буғра бир сиясийон, инқилабчи вә 1930-йилларда қолиға қорал елип инқилаб қилған ғази болупла қалмастин, бәлки йәнә мәшһур тарихчидур. У афғанистандики һиҗрәт йиллирида қолиға қәләм елип вәтән тарихини йезип чиқишқа киришкән. У бу җәрянда түркчә, әрәбчә, парисчә вә инглизчә қатарлиқ тиллардики 40 парчидәк мәнбә әсәрдин пайдилинип “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ катта әсирини йезип чиққан. Фатимә буғра ханим кейинки йилларда дадисиниң “шәрқий түркистан тарихи”, “вәтән қайғуси” қатарлиқ китаблирини нәшргә тәйярлашта вә муһәммәтимин буғраниң архиплирини рәтләп чиқишқа зор рол ойниған. Фатимә буғра ханимниң ана тәрәп туғқанлиридин болған ели әлиоғлу әпәнди бу тоғрилиқ бәзи мәлуматлар бәрди.

Мәрһум фатимә буғра ханим 1927-йили хотәндә дуняға кәлгән. Униң қуяш буғра вә ипар буғра исимлик икки қизи бар болуп, қуяш буғра түркийәниң әң даңлиқ университетлиридин боғазичи университетида биологийә кәспи бойичә профессор болуп хизмәт қилмақта. Кичик қизи ипар буғра өткән йили 9-айда рак кесили билән вапат болған иди. Бүгүн 91 йешида аләмдин өткән фатимә буғра ханимниң вапати мунасивити билән дуня уйғур қурултийи, шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати вә уйғур академийәси арқа-арқидин тәзийәнамә елан қилип, мәрһумниң аилә-тавабиатлириға сәвр тилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.