Фирансийә парламентида мухбир урсула ханим мәсилиси тунҗи қетим оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.01.18
Ursula-Gauthier-ursula-gotiyir.jpg Мухбирлиқ саһәсидә хәлқаралиқ мукапатларға еришкән фирансийәлик мухбир урсула готийир ханим 2015-йилиниң ахири уйғурлар тоғрисида язған мақалиси түпәйлидин хитайдин һәйдәлгән. 2003-Йили 6-феврал, париж.
AFP

14-январ күни фирансийә парламентида йеқинда хитайда тәһдиткә учриған фирансийә мухбири урсула ханим мәсилиси оттуриға қоюлған.

Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң билдүрүшичә, пәйшәнбә күни чүштин кейин фирансийә парламентида чақирилған бир қетимлиқ йиғилишта алий палата әзаси андери гаттолин мухбир урсула ханим мәсилисини оттуриға қоюп, һөкүмәт тәрәпниң буниңға җаваб беришини тәләп қилған.

Андери гаттолин сөзидә: “хитай һөкүмити мухбиримиз урсула ханимға ‛террорчиларни қоллиди‚ дегән наһәқ бәтнамни чаплап уни 31-декабир кечидә чеградин қоғлап чиқарди. Әмәлийәттә болса униң җинайити хитай һөкүмитиниң қара нийитини ашкарилаш болған иди. Хитай дөлитиниң бу иштики нишани наһайити ениқ болуп, у болсиму 2015-йили 13-ноябир парижда йүз бәргән террорлуқ вәқәсидин пайдилинип уйғурларни хәлқара террор һәрикитигә бағлашни мәқсәт қилған” дегән.

У, сөзидә: “хитайда илгири-кейин болуп, җәмий 16 йил мухбирлиқ хизмитидә болған урсула ханим, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситиниң әсли маһийитини ашкарилиғанлиқтин, хитай буниңға тақәт қилалмай ‛урсула, уйғур террорчиларни ашкара қоллиди‚ дәп уни қаттиқ әйиблиди. Әмәлийәттин елип ейтқандинму хитайниң уйғурларни қаттиқ бастуруш сиясити қандақтур йеңичә бир сиясәт болмастин, бәлки бу узундин буян давамлишип келиватқан бир сиясәт болсиму, хитай һөкүмити йәнила буни чәтәлликләрниң билип қилишидин әндишә қилиду” дәп оттуриға қойған.

Алий палата әзаси андери гаттолин сөзидә: “хитай һөкүмити урсула ханимни чақиртип уни дәрһал мақалисигә өзгәртиш киргүзүшкә вә хитай һөкүмитидин әпу сорашқа қистиған. Хитай һөкүмитиниң бу хил тәләплирини қәтий рәт қилған урсула ханим шу сәвәбтин хитайдин қоғланған” дегән.

Андери гаттолин сөзидә йәнә 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсиниму тилға елип өткән болуп, у: “уйғурларниң ечинишлиқ әһвали дуняға ашкариланса һәр ким әлвәттә буниңға чидап туралмайду. Фирансийә һөкүмити уйғурларниң бу хил паҗиәлиридин, 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсидинму хәвәрсиз қалған иди” дәп әскәрткән.

Андери гаттолин сөзиниң ахирида: “фирансийә ташқи ишлар министирлиқи париждики хитай әлчиханисиниң баш әлчисини дәрһал чақиртип, урсула ханим мәсилисидә бизниң қаттиқ биарам болуватқанлиқимизни вә наразилиқимизни билдүрүши керәк. Шундақ қилғандила бейҗиңда хизмәт қиливатқан чәтәллик мухбирларниң һәқ-һоқуқини қоғдап қалғили болиду” дәп қаттиқ тәләппузда бу тәклипни оттуриға қойған.

Фирансийә парламентида андери гаттолинниң урсула ханим тоғрисида ейтқан юқириқи тәклип сөзлири парламент әзалириниң қизғин алқишиға еришкән.

Әркин аблимитниң дейишичә, андери гаттолин парламентта мухбир урсула ханим мәсилисигә нисбәтән фирансийә һөкүмитидин җаваб тәләп қилғандин кейин, фирансийәниң явропа бирликидики ташқи ишлар вәкили шундақла фирансийә ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири һарлм десирә буниңға җаваб бәргән.

Муавин ташқи ишлар министири һарлм җавабида: “биз урсула ханим мәсилисидин әпсусланғанлиқимизни вә наразилиқимизни явропа бирлики ташқи ишлар министирлиқи намидин хитайға билдүрдуқ. Бейҗиңдики әлчиханимиз илгири-ахири болуп җәмий үч қетим урсула ханим мәсилисидә хитай ташқи ишлар министирлиқиға йепиқ шәкилдә һөкүмитимизниң наразилиқини билдүрди” дегән.

У,йәнә:“урсула ханим, бейҗиңда өзигә кимләрниң нәдә, қандақ тәһдит салғанлиқини өзи обдан билиду. Шундақла бейҗиңдики әлчиханимизниң бу ишқа наһайити актип хизмәт қилғанлиқидинму хәвәрдар” дәп көрсәткән.

Муавин министир һарлм: “биз бейҗиңдин бу ишта қайта обдан ойлишишини вә шундақла урсула ханимниң хитайдики хизмитиниң давамлишишини соридуқ. Хитай бизгә урсула ханимниң бейҗиңда давамлиқ хизмәт қилишиға қошулғанлиқини билдүрди” дәп әскәрткән.

Муавин фирансийә ташқи ишлар министири һарлм сөзиниң ахирида: “фирансийә әркин бир дөләт, әркинлик фирансийәниң асасий қануни шундақла мухбирлиримизниң дуняниң һәрқандақ бир йеридә әркин сөз қилишиға, әркин қәләм тәвритишигә капаләтлик қилимиз. Урсула ханим мәсилисидә бизниң мәйданимиз һәргиз өзгәрмәйду. Шу сәвәбтин 7-январ чеграсиз мухбирларниң һәқ-һоқуқ қанунини техиму күчләндүридиған бир язма доклат тәйярлидуқ. Әлвәттә бу доклат мухбирларниң әркин һәрикәт қилишиға пайдилиқ” дегән.

Әркин аблимитниң ейтишичә, фирансийә алий палата әзаси андери гаттолин муавин ташқи ишлар министири һарлмниң юқириқи сөзлиригә өзиниң таза қайил болмиғанлиқини билдүрүп: “фирансийә ташқи ишлар министирлиқиниң йепиқ шәкилдә наразилиқ билдүрүши кишини әҗәбләндүриду. Мәхпий шәкилдики дипломатик йоллар билән мәсилини һәргиз һәл қилғили болмайду вә шундақла бу, мәсилини һәл қилишниңму тоғра йоли әмәс. Биз шәхсән мәхпий усулда наразилиқ билдүрүшни халимаймиз. Чүнки түнүгүнму бейҗиңда охшашла инсан һәқлири паалийәтчиси андроид әпәндимниму хитай тутуп чеградин қоғлиди. Шуңа биз бу хилдики мәсилиләрниң қайта тәкрарлинишиға һәргиз қарап туралмаймиз” дәп, қаттиқ тәләппузда сөз қилған.

Фирансийә парламентида елип берилған мухбир урсула ханим мәсилиси тоғрисидики доклатни фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит телефон арқилиқ урсула ханимға йәткүзгән вә бу һәқтә униң билән сөһбәт елип барған.

Фирансийәдики бәзи бир сиясий көзәткүчиләрниң қаришичә, фирансийә парламенти алий палата әзаси андери гаттолин бу тәклипни, мухбир урсула ханим бейҗиңда тәһдиткә учрап фирансийәгә қайтип кәлгәндин кейин фирансийә парламентида тунҗи қетим оттуриға қоюши икән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.