Тәйвән парламент әзаси фредй лим:“тәйвән рабийә қадир ханимни һәр заман қарши алиду”
2016.12.14
9-Декабир тәйвән парламент әзаси фредй лим 10-дәкабир хәлқара инсан хәқлири күни мунасивити билән тәйвән парламентида откүзүлгән тибәт,уйғур,моңғулларниң хәлқаралиқ бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, өзиниң тәйвән парламентида қурулған тибәт мәсилисини қоллаш гурупписиниң ялғуз хитайдики тибәт мәсилисигила әмәс бәлки хитайдики уйғур,моңғул вә хоңкоңлуқларниң кишилик һоқуқ мәсилисигиму йеқин көңүл болидиғанлиқини билдүрди.
Парламент әзаси лим сөзидә йәнә өзи башчилиқида қурулған тәйвән парламентидики тибәт мәсилисини қоллаш гуруписидикиләрниң йеқинда һиндистандики даримсалаға берип, тибәт сүргүндики һөкүмити рәһбәрлири билән учришиш елип барғанлиқини вә уларни тәйвәндә зиярәттә болушқа тәклип қилғанлиқини баян қилди.
Фредй лим тәйвән парламентидики сиясий партийәләрниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисидики түрлүк қарашлири һәққидә тохтилиш билән биргә тәйвән парламентида буниңдин кейин хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилириниң күнтәртипкә келидиғанлиқни алаһидә әскәртип өтти.
Тәйвән парламентида өткүзүлгән тибәт,уйғур,моңғулларниң бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин зияритимизни қобул қилған парламент әзаси фредй лим бизниң: “тибәтниң роһаний даһийси далай лама башчилиқидики тибәт сүргүндики һөкүмитиниң вәкиллири тәйвәндә қачан зиярәттә болушни пиланлаватиду?” дегән соаллимизға җаваб берип:“далай лама ишханиси мениң ишханам билән бу тоғрисида сөзлишиватиду.Далай ламаму тәйвәндә зиярәттә болушни халайду. Бәлким йеқин кәлгүсидә мувапиқ бир вақитта далай лама башчилиқидики тибәт сүргүндики һөкүмитиниң вәкиллири тәйвәндә зиярәттә болуши мумкин”деди.
Бизниң: “сизниң уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханимниму тәйвәнгә тәклип қилиш ойиңиз барму?”дегән соаллимиз үстидә тохталған парламент әзаси фредй лим:“мән рабийә қадир ханимниң ишханиси билән уни тәйвәнгә тәклип қилиш мәсилиси тоғрисида алақилишиватимән.Шундақла тәйвәндики башқа гуруппилар вә иҗтимаий тәшкилатлар рабийә қадир ханимни тәйвәнгә тәклип қилса мән әлвәттә қолумдин келишичә уни қоллаймән. Чүнки, униң барлиқ сөз һәрикәтлири кишилик һоқуқ мәсилисини аңлитиштин ибарәт.Мениңчә тәйвән рабийә қадир ханимни һәр заман қарши алиду.Бирақ,тәйвәнгә келиш униң вақтиға бағлиқ иш”деди.
Биз тәйвән парламент әзаси фредй лимниң җавабиға асасән америка пайтәхти вашингтондики рабийә қадир ханимниң ишханисиға телефон қилип бу һәқтә учур игилимәкчи болған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.
9-Декабирдин башлап тәйвәндә өткүзүлүватқан кишилик һоқуқ паалийәтлиригә иштирак қиливатқан японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам махмут парламент әзаси фредй лим билән өзиниң уйғур мәсилиси тоғрисида елип барған сөһбәтлири үстидә тохталди.
Илһам махмут рабийә қадир ханимниң тәйвәндә йеқин кәлгүсидә зиярәттә болуш еһтималлиқиниң юқирлиқи үстидә тохталди.
Мәлум болушичә, тәйвән парламент әзаси фредй лим ялғуз сиясий әрбаблардин болупла қалмастин бәлки у тәйвәнлик дунявий даңлиқ нахшичилардин бири һесаблинидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.