Мәмтимин әла: “сәнәткә әмәс, сиясий тәшвиқатқа; сәнәтчиләргә әмәс, хитай вә қолчомақлириға қарши турдуқ”
2016.02.12
Сидней тиятирханисида айюлтузлуқ көкбайрақни ләпилдитип хитайниң “шинҗаң мәдәнийәт фестивали” ни бәрбат қилған австралийә уйғур җәмийити рәһбәрлири, мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитиниң бүгүнки қисмида, бу байрақ чиқириш һәрикитиниң пиланлиниш җәряни, байрақ чиқиришниң сәвәби вә нәтиҗиси үстидә тохталди.
Булар йәнә хитайниң бу чаған кечисидики шинҗаң фестивалида уйғур районида елип бериватқан “шинҗаң уйғурларниңла шинҗаңи әмәс”, “шинҗаңда һәммә милләт бапбаравәр вә бәхтлик” дегән тәшвиқатини базарға салғанлиқини илгири сүрүш билән бирликтә, өзлириниң һәрикитиниң сәнәткә әмәс, сиясий тәшвиқатқа; сәнәтчиләргә әмәс, хитай вә униң ян басқучилириға қарши икәнликини әскәртти.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, сидней тиятирханисида елип берилған байрақ чиқириш һәрикити һәққидә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмтимин әла вә австралийә уйғур җәмийити рәиси җүрәт абдукерим билән өткүзгән сөһбитимизниң давами төвәндикичә:
Мухбир: шу күни тиятирханида елип берилған паалийәт “җуңго шинҗаң мәдәнийәт фестивали” ниң 4 - күни чаған кечилики? шундақму?
Мәмтимин әла: шундақ. Фестивалниң мәқсити дуняда хитайниң юмшақ образини яритиш, шәрқи түркистанда йүргүзүватқан зулум, бастуруш сиясәтлирини йошуруш.
Мухбир: бу фестивалниң 4 - қисим паалийитиниң чаған кечиликиниң сиднейда өткүзүлидиғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин инкасиңлар, йәни тунҗи ишиңлар немә болди?
Җүрәт абдукерим: бу иштин 5 - феврални хатириләш намайишиға кетиветип хәвәр таптуқ вә буниң зийининиң алдини елиш үчүн дәрһал йиғин ачтуқ. Йиғинда 3 түрлүк тәдбир һәққидә пикир чүшти: биринчиси, әлчиханиниң бу ишиға маслишиватқан “шинҗаңлиқлар җәмийити” ниң мәсули аблимит садиқ, пала (уйғурчә исми пәрһат, аяли хитай) лар билән көрүшүп, уларға нәсиһәт қилиш. Иккинчиси, 8 - феврал күни кәчтә тиятирхана алдида намайиш өткүзүш. Үчинчиси, 10 киши тиятирханиға байрақ елип керип, мувапиқ пурсәттә байрақ чиқирип наразилиқ билдүрүш. Ойлидуқки, аблимитларға нәсиһәт қилсақ, гепимизгә һә, дәп қоюп өз билгинини қилиши мумкин, пурсәтни қачуримиз, намайишқа рухсәт елишимиз керәк, буниңға вақит қис, шуңа үчинчи пиланни қарарлаштурдуқ.
Мухбир: беләтни кимдин, қандақ алдиңлар?
Җүрәт абдукерим: улар бизниң киришимиздин хәвәр тепип, беләтни қаттиқ контрол қиливапту, бир қисим беләтләрни йиғивапту, шуңа 4 беләтни аран таптуқ, тапқандиму оюн башлинишиға 2 саәт қалғанда. Шуңа 4 байрақ билән 4 киши бардуқ.
Мухбир: байрақ чиқиришни, немә үчүн кечилик башланғандила қилмастин, йәни кечиликни баштила тохтатмастин, йеримида қилдиңлар?
Мәмтимин әла: сәһнидә уйғур сәнәтчиләр бар вақтида әмәс, хитай риясәтчи бар вақтида һәрикәт қилишни уйғун көрдуқ, сәнәтчиләрни оңайсиз һалда қоймаслиқ үчүн, йәнә бир җәһәттин иккимизниң ичигә кирәлмәсликимизму кечикишкә сәвәб болди.
Мухбир: шу патипарақчилиқни көргән чеғиңларда, силәр қандақ туйғуда болдуңлар? җиддийлишиш болдиму?
Мәмтимин әла: сахта тәшвиқатни тохтиталиғанлиқимиз үчүн бир тәрәптин сөйүндуқ; йәнә бир тәрәп сәнәтчилиримизниң қәпәскә соланған булбулдәк қисмити, уларниң хитайниң чаған кечиликидә көңүл ечиш үчүн қоллинилиши ғуруримизға тәгкәчкә ғәзипимизму бесиқмиған һаләттә иди.
Мухбир: бу һәрикәтни елип беришта силәргә нисбәтән тәс тохтиған нуқта қайси?
Мәмтимин әла: бу иш қаримаққа бизниң мәдәнийитимизни башқа милләтләргә тонуштурғандәк көрүнүштә, шуңа бәзиләр “буниңға немишқа қарши турисиләр?” дейиши мумкин, әмма йол хата, бу йәрдә сәнәтни сахта сиясий тәшвиқат үчүн суйиистемал қилиш бар, сәнәтчиләрни вә уйғур болуш сүпитимиз билән бизни һақарәт қилиш бар. Бу нуқтини чүшәндүрүшкә, кишиләрни қайил қилишқа тоғра кәлди.
Мухбир: демәк, бундақ мәдәнийәт тонуштурушни мустәқил аммиви тәшкилат яки мустәқил сәнәт өмәклири елип барса мәйли дәйсиз?
Мәмтимин әла: дәл шундақ. Шуниму әскәртимиз, бизниң сәнәтчилиримизгә бир наразилиқимиз йоқ, улар мәҗбурланған, уларниң йүзидин, көзлиридин бир чарисизлиқниң, мәйүслүкниң аламити көрүнүп туриду, йошурупму болалмайду.
Мухбир: байрақ чиқириш һәрикитиңларниң әмәлий нәтиҗисини қандақ тәрипләйсиз?
Мәмтимин әла: әгәр тохтатмиған болсақ, тамашибинлар арисидики уйғур вәзийитини билмәйдиғанлар хитайниң тәшвиқатиға ишинип қалатти, әлчихана вә “шинҗаңлиқлар җәмийити” техиму җасарәтлинип буниңдинму чоңрақ һәрикәтләргә атлинатти, биз бу иш арқилиқ уларға азрақ һәддини билдүрүп қойдуқ. Бундин кейин, әгәр мушундақ паалийәтләрни йәнә тәкрарлиса, тәҗрибимизгә асасән, буниңдинму қаттиқ қарши туримиз, һәргиз сахта тәшвиқатқа йол қоймаймиз.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәмтимин әла сөһбитимиздин кейин йәнә елхәт йоллап, өзлириниң шу күнки наразилиқ һәрикитиниң сәнәткә әмәс, сәнәтниң суйиистемал қилинишиға; сәнәтчиләргә әмәс, хитай вә униң ян басқучилириға қарши икәнликини әскәртти.