Германийәниң бремин парламенти уйғурлар һәққидә қарар лайиһиси мақуллиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.12.11
germaniye-bremin-uyghur-mesilisi-2015.jpg Германийәниң бремин парламенти уйғурлар мәсилисини музакирә қилмақта
RFA/Ekrem


Хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән бремин парламентида чақирилған кишилик һоқуқ йиғинида уйғурларниң инсаний һәқлирини қоғдаш тоғрилиқ қарар лайиһиси мақуллинип, 5 түрлүк мәзмун оттуриға қоюлди. Бу иштин хәвәрдар уйғур паалийәтчиләрниң билдүрүшичә, бу қара лайиһәси германийәдики уйғур дәваси үчүн зор әһмийәткә игә болупла қалмастин, бәлки йәнә хитайға берилгән бир сигнал икән.

Уйғурларниң инсаний һәқлирини қоғдаш қарар лайиһиси германийәдики 16 өлкиниң бири болған бремин парламентида нопуз игилигән чоң партийиләрдин йешиллар партийәси, сотсиял демократлар партийәси, христиан сотсиял партийәси, әркин демократлар партийәси, солчиллар партийәси қатарлиқ партийиләрниң ортақ аваз қошуши билән мақуллинип, дөләт алий кеңишигә йолланди.

Бремин парламенти қарар мақуллаш йиғининиң нәқ мәйдан хатирисигә асасланғанда, бу қарарға солчилар партийисидин бир қанчә киши қарши турғанни һесабқа алмиғанда, бир биригә қарши болған барлиқ партийиләрниң вәкиллири ортақ қоллиған.

Йешиллар партийисидин мустафа өзтүрк, сотсиял демократлар партийисидин антйә гроһер, христиан демократлар партийисидин сусанни гробин, солчиллар партийисидин кинди тунҗил, әркин демократлар партийисидин профессор доктор һавке һилз, һөкүмәт һәм явропа парламенти вәкили улрике һиллер қатарлиқлар “уйғурларниң кишилик һоқуқи қоғдалсун” дегән бир темида нутуқ сөзләп, уйғурларниң һәқ - һоқуқини қоғдашниң тәхирсизлики, мәвҗут уйғурлар вәзийити һәм хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң уйғурларға болған техиму яман тәсири қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлди.

Қарар лайиһисигә бағланған 5 түрлүк нуқта, уйғур көчмәнлири мәсилиси, йәни уйғурларниң хитайға қайтурулушиға қарши туруш мәсилиси, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләр мәсилиси, уйғурларниң диний етиқад вә мәдәнийитини қоғдаш мәсилиси, уйғурлар учраватқан тән җазаси мәсилиси вә ахирида өлүм җазаси мәсилилиридин ибарәт.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, бу қарар лайиһисидин хәвәрдар болған д у қ рәһбәрлиридин үмид агаһи вә долқун әйса әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.