Германийәдики уйғур җамаити вәкиллири долқун әйсани күтивалди
2016.04.04
Бүгүн “труман - реган әркинлик мидали”ни елип америкидин қайтқан долқун әйсани мюнхен җамаити вәкиллири алдиға чиқип күтивалди.
30 - Март күни америка “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” тәрипидин тарқитилған “труман - реган әркинлик мидали” ни тапшуруп елип, 4 - април германийәгә қайтқан долқун әйса вә ханими маһирә әйсани д у қ ниң германийәдики рәһбәрлири, мюнхендики чоңлар мәшрипи вә яшлар мәшрипиниң вәкиллири, германийә уйғур аяллири җәмийити вәкиллири һәмдә уйғур җамаәт әрбаплири германийәдики уйғурларға вәкалитән айродромға чиқип қизғин күтивалди.
Уйғур вәкиллири долқун әйсаға гүлдәстиләр тәқдим қилип, униң уйғур миллити үчүн қолға кәлтүргән шәрәплирини мубарәклиди. Бу мунасивәт билән нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилған д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди “бу мукапат ялғуз долқун әйсағила әмәс, пүтүн уйғур миллитигә берилгән мукапат, хитай зулмиға қарши күрәшкә берилгән мукапат” деди.
Уйғур җамаәт әрбаблиридин аблимит турсун әпәндиму зияритимизни қобул қилип “бу мукапат зулум астида әзийәт чекиватқан миллитимизгә берилгән мукапат” деди. Германийә уйғур аяллири җәмийити рәиси гүлнар ханимму бу һәқтә өз тәсиратлирини билдүрүп өтти.
Долқун әйса әпәнди мюнхен җамаитиниң қизғин күтивелишлири вә алайитән наштилиқ һазирлап меһман қилишлиридин көп миннәтдар болғанлиқини тилға алди. Германийәдики уйғур зиялийси иляр әпәндиму бу һәқтә тәсиратлирини баян қилип өтти.
Мәлумки, долқун әйса әпәнди “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” тәрипидин тарқитилған “труман - реган әркинлик мидали” ни тапшуруп алғандин кейин, уйғур җамаити иҗтимаий таратқуларда уни бәс - бәстә қизғин тәбриклигән, әксичә, хитай һөкүмитиниң баянатчиси хуң лей 1 - април күни мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилип, долқун әйсаға бу мукапатниң берилгәнликигә наразилиқ билдүргән.