Германийәниң карлсруһә шәһиридики норуз байримида уйғур мусапирларға қандақ ярдәм қилиш тоғрисида музакирә елип берилди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.03.25
germaniye-karlsuhle-uyghurlar-paaliyet.jpg Германийәниң карлсруһә шәһиридә уйғурлар һәққидә паалийәт өткүзүлди
RFA/Erkin Tarim


Явропа дөләтлири ичидә германийә түркләр әң көп олтурақлашқан дөләт. Йеқинқи йиллардин бери германийәгә панаһлиқ тиләватқан уйғурларниң саниму күнсайин көпәймәктә икән. Буларниң көпийишигә әгишип мәсилиләрму көпәймәктә. Шуниң билән бирликтә германийәдә уйғур дәвасини аңлитишниң йоллири вә паалийәт пиланлири тоғрисида музакирә елип берилди.

22 - Март күниюқуридики мәсилиләр тоғрисида музакирә елип бериш вә уйғурларниң әнәниви байрими болған норуз байримини тәбрикләш мунасивити билән германийәниң карлсруһә шәһридә йиғин чақирилди. Йиғинға дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди, д у қ тәтқиқат мәркизи мудири әнвәр әхмәт әпәнди, явропа түрк федератсийәсигә әза 20 тәшкилатниң мәсули қатнашти. Йиғинда уйғурлар һәққидә 8 китаб язған осман шән озан әпәнди, “шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни темисида”, әнвәр осман әпәнди болса “шәрқий түркистандики иқтисадий байлиқларниң булаң - талаң қилиниши” темисида доклат бәрди. Бу доклат ахирлашқандин кейин германийә вә франсийәдә паалийәт елип бериватқан 20 әтрапида түрк аммивий тәшкилати вә д у қ мәсуллири явропаға йеңи кәлгән уйғурларға қандақ яр - йөләк болуш вә шәрқий түркистан дәвасини яврупа дөләтлиридә болупму германийәдә қандақ елип бериш мәсилиси тоғрисида музакирә елип барған. Ахирида уйғур ханим - қизлар тәйярлиған тамақларға еғиз тәккәш шеир деклиматсийә қилинип, уйғурчә нахшилар орундалди.

Әнвәр әхмәт әпәнди бу паалийәт һәққидә мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.