Германийәдә давамлишиватқан адәм өлтүрүш әсәбийлики әндишә қозғимақта
2016.07.25

Германийәдә икки һәптидин буян бу әлгә панаһлиқ тиләп кәлгән чәтәлликләрниң адәм өлтүрүш вәқәлири арқа-арқидин йүз берип, пуқраларда күчлүк әндишә вә ғәзәп пәйда қилмақта.
Мәлумки, бир һәптә илгири йәни 18-июл күни германийәниң вүрсбург шәһиридә 17 яшлиқ афғанистан нәсиллик бир яшниң пичақ вә палта билән пойизда адәм чанаш вәқәси йүз бәргән. Вәқәдә 5 киши еғир яриланған, вәқәниң террорлуқ вәқәси икәнлики муқимлаштурулған. Даиш тәшкилати вәқәниң мәсулийитини үстигә алған иди.
22-Июл мюнхен шәһиридики олумпия сода мәркизидә йәнә 18 яшлиқ иран нәсиллик бир яшниң янқорал билән 10 адәмни етип өлтүрүп, 27 адәмни яриландурған зор вәқә йүз бәрди. Сақчи тәрәп, бу вәқәниң террорлуқ билән алақиси йоқлуқини, 18 яшлиқ нерва бинормаллиқ кесилигә гириптар болған бу иранлиқниң, көп адәм өлтүрүп нам чиқириштәк әсәбийликкә хумар болғанлиқини очуқлиди. Сақчиларниң билдүрүшичә, 18 яшлиқ бу иранлиқ, бундин 5 йил илгири норвегийәдә 77 адәмни етип өлтүргән әсәбий оңчи брайвиксни доримақчи болған.
22-Июл күнидики әнсиз вәзийәттә, 20 әтрапидики мюнхен кочилиридин қечип киргән һәр милләт кишилири билән д у қ ишханисиға 5 саәттин артуқ қамилип қалған қурултай баш катипи долқун әйса әпәнди, германийәдә йүз бериватқан бу вәқәләрниң яман тәсир пәйда қиливатқанлиқини тилға алди.
Бирақ, 22-июлдики бу вәқәниң тәсири бесиқмай турупла, 24-июл чүштин кейин саәт 6:20 минутлар өткәндә, баварийә тәвәликидики рәутлингән шәһиридики бир аптобус бекитидә 21 яшлиқ сүрийә нәсиллик бир яшниң кочида узун пичақ билән қара-қоюқ адәм өлтүрүш вәқәси садир болди. Җәнубий германийә гезитиниң бүгүн 25-июлдики хәвиридә илгири сүрүлүшичә, вәқәдә бир аял киши өлгән, 5 адәм яриланған. Сақчи тәрәп вәқәниң террор арқа көрүнүши барлиқини инкар қилған.
Рәутлингән сақчи комиссари киристян рөйнерниң бүгүн мәтбуатқа билдүрүшичә, вәқә садир қилғучи сүрийәлик яш 30-40 сантиметир узунлуқтики пичақни көтүрүвелип, бир аялни чанап өлтүргәндин кейин, кочида алдиға учриғанлики кишини өлтүрүшкә урунған. Өлгүчидин башқа йәнә 5 киши яриланған. 3 Кишиниң яриси еғир. Йолдин өтүп кетиватқан бир яш вәқәни көрүп, қатилни машиниси билән соқуп йиқитқан. яриланған қатил нәқ мәйданда сақчиларниң қолиға чүшкән. Һазир дохтурханида даваланмақта.
Бу вәқәләр ялғуз германларда наразилиқ қозғапла қалмай, германийә яшаватқан уйғурлардиму әндишә вә қарши инкасларни пәйда қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Германийәниң карлисруһе шәһиридә яшайдиған уйғур зиялийси әнвәр әпәнди, бу вәқәләр пәйда қилған тәсир һәққидә тохтилип өтти.
Әмма 24-июл кәчтә йәнә баварийәниң анисбах шәһиридә германийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигинигә 2 йил болған 27 яшлиқ бир сүрийәлик өзини партлитиш характерлик һуҗум вәқәси садир қилди. Германийә йәнә бир қетим тәврәп кәтти. Җәнубий германийә гезити, әйнәк, фокус вә германийәдики түрлүк т в қаналлириниң бүгүнки мәлуматлирида илгири сүрүлүшичә, вәқәдә 12 киши яриланған. 3 Кишиниң яриси еғир.
Баварийәниң ички ишлар министири җоаһим һерман бүгүн мухбирларға бәргән баянатида, вәқәниң “ террорлуқ һуҗуми болуш еһтимали бар” лиқини тилға алди. У сөзидә, вәқә садир қилғучиниң илгири роһи кесәллик сәвәби билән даваланғанлиқини, сақчиларниң тизимликидики шәхс икәнликини, вәқәниң арқа көрүнүшини ичкириләп тәкшүрүш зөрүрийити барлиқини тәкитлиди.
Мәтбуатларниң бүгүн билдүрүшичә, анисбахтики бу вәқә 2500 әтрапида киши қатнашқан бир музика кечилики соруни әтрапида йүз бәргән. 27 яшлиқ сүрийәлик биләтсиз һалда кулубқа кирмәкчи болғанда қайтуруветилгән. У бәдинигә партлатқучларни теңип келип, кәч саәт 10:10 өткәндә өзини партлатқан. У өзи нәқ мәйданда өлгән. Вәқәдә башқа өлгәнләр болмиған. яриланған 12 киши һазир даваланмақта икән.
Бу икки һәптидин буян баварийә тәвәсидә арқа-арқидин йүз бәргән адәм өлтүрүш вәқәлири пүтүн германийәдә зор вәһимә яритипла қалмай, хәлқниң чәтәлликләргә болған қарашлири вә ғәзәплириниму күчәйтип бармақта. Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип өз қарашлирини баян қилип өтти. Уйғур зиялийси әнвәр әпәндиму германийәгә келип панаһлиқ тилигән чәтәлликләр садир қиливатқан бу хилдики зораванлиқ, қатиллиқ вәқәлириниң герман пуқралирида чәтәлликләргә қарита яман позитсийә пәйда қилидиғанлиқини әскәртти.
Германийә ички ишлар министири томас дә майсери бүгүн мәтбуатқа баянат елан қилип, вәқәләрниң тәшвиқатини йоғинитивәтмәсликни, болупму иҗтимаий таратқуларда хата учур тарқитип кишиләрни вәһимигә селишниң қанунға хилап болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.