Германийәдики намайишчилар: уйғурлар мустәмликичи сиясәтни қобул қилмайду

Мухбиримиз ирадә
2016.09.30
germaniye-uyghur-namayish-1.jpg Германийәдики уйғурлар мюнхендики хитай консулханиси алдида намайиш қилди. 2016-Йили 30-сентәбир.
Photo: RFA


10 - Айниң 1 - күни хитайниң дөләт байрими йетип кәлгән мәзгилдә, германийәдики уйғур җамаити намайиш өткүзүп, уйғурлар үчүн “матәм күни” дәп елан қилинған күнни хатирилиди. Улар бу намайиш арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитиниң асаритини һәргизму қобул қилмайдиғанлиқини йәнә бир қетим дуняниң сәмигә селишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди. Төвәндә намайиш әһвалидин мухбиримиз ирадә мәлумат бериду.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай һөкүмити 1 - өктәбир дөләт байрими йетип келиш алдида “вәтәнпәрвәрлик”, “җуңгони сөйүш” дегәнгә охшаш темилар мәзмун қилинған паалийәт вә һәрикәтләрни уюштуруп, җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 67 йиллиқини хатирилимәктә. Хитай мәтбуатлири,болупму уйғур елидики һәр милләт хәлқиниң җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 67 йиллиқини хушал - хорам һалда күтүвеливатқанлиқини кәң тәшвиқ қилмақта.

Бундақ хәвәрләр ичидә әң вәкиллик болғини, хитайдики рәсмий мәтбуатлардин хәлқ ториниң хәлқараға тарқитилидиған инглизчә хәвәрлиридики бағраш наһийисидики деһқанларниң “бу йил алған мол һосуллиридин дөләт байриқи ясап вәтәнгә болған сөйгүсини ипадә қилғанлиқи” һәққидики хәвәрдур. Бу рәсимлик хәвәрдә, миллийчә кийимлирини кийишивалған һәр милләт деһқанлириниң бир қолида хитайниң қизил байриқини көтүрүп туруп, қизил муч, қонақларни тизип хитай дөләт байриқиниң шәклини чиқириватқан вә бу байрақ алдида чүшкән рәсимлирини кәң тарқитип тәшвиқ қилди. Хәвәрдә рәсимләргә мундақ дәп изаһат берилгән :

“ 29 - сентәбир, шинҗаң бағраш наһийисидики һәр милләт деһқан - чарвичи амма қурутуш мәйданиға җәм болуп, бу йил мол һосул алған муч, көммиқонақ қатарлиқ зираәтләрдин пайдилинип, өзгичә бәш юлтузлуқ қизил байрақ ясап, вәтинимизниң 67 яшлиқ туғулған күнини тәбрикләп, вәтәнгә болған қизғин һессиятини намаян қилди. Бу байрақни шу җайдики уйғур, моңғул, туңган вә хитай деһқанлири бирликтә ясап чиқиш арқилиқ өзлириниң ортақ дөлитигә болған муһәббити изһар қилди.”

Юқиридики бу хәвәр охшаш рәсим вә изаһатлар билән тәңритағ тори вә җуңго хәвәрләр торидиму хитайчә вә уйғурчә қилип тарқитилди.

Әмма хитайниң юқиридики тәшвиқатлириниң әксичә, чәтәлләрдики уйғурлар бу күнләрдә кәң көләмлик намайишларни уюштуруп, хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадилимәктә. Бүгүн, германийдики уйғур җамаити мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдиға йиғилип намайиш қилип, хитай һакимийитигә наразилиқ билдүрди. Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси үмид агаһи әпәнди вә явропа шәрқий түркистан бирлики башлиқи әнвәр әпәндиләр намайиш мәйданида зияритимизни қобул қилди.

Намайишқа чиққан уйғурлардин бири зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң хитай һакимийити астида зулум чекиватқанлиқини, кишилик һоқуқиниң вә миллий, дини вә сиясий һоқуқлириниң дәпсәндә қилишқа учраватқанлиқини, шуңа буниңға қарши өзиниң бир кишилик авазини қошуп, уни дуняға аңлитиш үчүн намайишқа чиққанлиқини ейтти. У сөзидә һәм әркин дөләтләрдә яшаватқан уйғурларниң өз юртидики авазини чиқиралмайватқан қериндашлириниң авази болуш үчүн бундақ намайишларға қатнишишиниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса радиомизға қилған сөзидә, дуня уйғур қурултийи қурулғандин буян өктәбир күнини матәм күни қилип хатириләш һәрикитини давам қилдуруш арқилиқ уйғурларниң һәргизму бу мустәмликичилик сияситини қобул қилмайдиғанлиқини тәкитләватқанлиқини ейтти.

Юқирида силәр германийсиниң мюнхен шәһиридики намайиш мәйданидин елинған хәвәрни аңлидиңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.