Меркилниң хитай зияритидә уйғурлар мәсилисини тилға елиши тәләп қилинди
2018.05.23

Германийә баш министири анҗила меркил хитай зияритини башлаштин илгири, униң уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюши тәләп қилинди.
Германийә баш министири анҗила меркил ханим 24-май күни германийәдики 20 дин артуқ сода гуруһиниң вәкиллирини әгәштүрүп 3 күнлүк хитай зияритини рәсмий башлиди. Бу қетимқи зиярәттә хитай тәрәп билән әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш, килимат мәсилиси, адил сода риқабити, иран мәсилиси, икки тәрәпниң содиға мәбләғ селиш мәсилиси қатарлиқ көп тәрәплимә мәсилиләрдә сөһбәтләр елип берилидиғанлиқи мәтбуатларда илгири сүрүлмәктә.
Меркил ханимниң бу қетимқи хитай зиярити, у баш министирлиқ вәзиписигә тәйинләнгән 2005-йилидин буянқи 11-қетимлиқ зиярити болуп, у хитайға йолға чиқиштин илгири кишилик һоқуқ органлири, сиясий актиплар баянат елан қилип яки баш министир мәһкимисигә мәктуплар йоллап, нөвәттә еғир миллий бастурушларға учраватқан уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ хитай рәиси ши җинпиң билән очуқ сөзлишишни тәләп қилишқан.
Д у қ вә хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати қатарлиқлар анҗила меркил ханимға уйғурлар мәсилисини хатириләткән тәшкилатлар җүмлисидиндур. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда, д у қ намида 22-май күни меркил ханимға йолланған мәктупта уйғур елидики җаза лагерлири мәсилиси үстидә нуқтилиқ тохталғанлиқини әскәртип, мәктупниң асаси мәзмунидин бизни хәвәрдар қилди.
Хәтәр астидики хәқләр тәшкилатиниң мәсули улрик делиюс әпәнди 22-май елан қилған “баш министир хитайға бариду, сода-тиҗарәтниң тәрәққияти кишилик һоқуқни илгири сүрәлмәйду” намлиқ баянатида, германийәниң хитай билән болған тиҗарий һәмкарлиқлири тәрәққиятиниң хитайдики инсан һәқлири вәзийитини яхшилашқа һеч һәссә қаталмиғанлиқини, әксичә уйғурлар, тибәтликләр кәби аз санлиқ милләтләр үстидики зулумниң барғансери күчийиватқанлиқини илгири сүргән.
Улрик делиюс әпәнди баянатида йәнә, хитай өктичи зиялийлири һәққидә тохтилиш билән биргә уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң уйғур-хитай оттурисидики миллий тоқунушни тинч йол билән һәл қилиш тәшәббусида болғанлиқи үчүн қамақ җазасиға мәһкум қилинип түрмидә йетиватқанлиқини, барғансери көп уйғур вә қазақларниң җаза лагерлириға муддәтсиз қамилип қийин-қистақларға елиниватқанлиқини тәкитләп “өзиниң қануниға системилиқ һалда хилаплиқ қиливатқан вә сәл қараватқан бир дөләт һәргизму чәтәллик мәбләғ салғучиларниң ишәнчисини қазиналмайду, шундақла дуняви һоқуқларға болған мәҗбурийәтлирини ада қилалмайду” дегән. У йәнә: “қануниниң муқим иҗраси болмиған хитайда тәрәққият изчиллиқиму болмайду, пәқәтла коммунистик партийә әмәлдарлириниң зораванлиққа таянған мустәбит һөкүмранлиқи болиду” дегән ибариләргә йәр бәргән.
21-Май күни йәнә германийәдики уйғур сиясий актиплиридин меһрибан ханимму баш министир анҗила меркил ханимға қаритип очуқ хәт елан қилған. У германийәдики “юртум” тор сәһиписидә елан қилинған хетида, уйғур елида нөвәттә һөкүм сүрүватқан еғир миллий зулум вәзийитини әтраплиқ шәрһлигән. Меһрибан ханим бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, очуқ хәттин йәр алған мәзмунлар һәққидә қисқичә тохталди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң әскәртишичә, уйғур дияридики “тәрбийәләш мәркизи” намлиқ җаза лагерлири мәсилиси болупму, америка вә германийә һөкүмәтлириниң җиддий диққитини чекиватқан болуп, бу дөләтләрниң ташқи ишлар министирлиқлири җаза лагерлириға мунасивәтлик дәлиллик материялларни топлашқа көңүл бөлмәктә икән. 21-Май күни б д т ниң ню-йорктики штабида өткүзүлгән аммиви тәшкилатлар комитетиниң 17-нөвәтлик йиғинида америкиниң б д т дики баш әлчисиниң ярдәмчиси кәллий курей ханим бу җаза лагерлири мәсилисини хелила очуқ шәрһләп, дуня җамаитиниң диққитини қозғиған.