Германийә ташқи ишлар министирлиқи хитай, германийә сөһбити һәққидә доклат йеғини оюштурди
2016.11.25

24-Ноябир германийәниң берлин шәһиридики ташқи ишлар министирлиқида, 8-вә 9-ноябир күнлири хитайниң бейҗиң шәһиридә өткүзүлгән 14-қитимлиқ “кишилик һоқуқ вә дөләтни қанун бойичә идарә қилиш мәсилиси деалоги” ниң нәтиҗисидин доклат бериш йеғини оюштурулған.
Бу йиғинға германийәдики хитай кишилик һоқуқ мәсилилири паалийәтчилири, хитай мунасивәтлири тәтқиқатчилири, уйғур, тибәт вә хитайниң чәтәлләрдики тәшкилат вәкиллиридин башқа, германийә парламентлириниң әзалириму қатнашқан.
Уйғурларға вакалитән бу йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийи яшлар комтетиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң билдүрүшичә, 8-вә 9-ноябир күнлири хитайниң бейҗиң шәһиридә өткүзүлгән 14-қитимлиқ “кишилик һоқуқ вә дөләтни қанун бойичә идарә қилиш мәсилиси деалоги” ға қатнашқан германийә парламент әзаси көфлир ханим бу қитимлиқ учришиштин тәпсилий мәлумат берип, хитай тәрәпниң уйғурлар мәсилисигә алаһидирәк диққәт қилғанлиқини билдүргән.
Хитай билән германийә арисида 2003-йилидин бери давам қиливатқан “кишилик һоқуқ вә дөләтни қанун бойичә идарә қилиш мәсилиси деалоги” ниң һәр қетимлиқ һарписида, германийә вә явропа парламентлири уйғур, тебәт, моңғул вә хитай вәкиллириниң доклатиға әһмийәт бериш билән биргә, хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуққа алақидар мәсилиләрни топлап, уни хитай билән өткүзүлидиған мәзкур диалог сөһбитидә оттуриға қоюп кәлмәктә.
Бу қетимлиқ “кишилик һоқуқ вә дөләтни қанун бойичә идарә қилиш мәсилиси деалоги” мунасивити билән 19-өктәбир күни германийәниң берлин шәһиридики германийә парламенти ташқий ишлар комитетида, 26-өктәбир белгийәниң бирюссел шәһиригә җайлашқан явропа парламентиниң ташқи ишлар башқармисида бу мәсилә тоғрилиқ мәлумат топлаш паалийәтлири елип берилғаниди.
Һазирға қәдәр елип берилған бу деалогда хитай тәрәпниң кишилик һоқуққа алақидар мәсилиләргә иҗабий нәзәрдә бақмайватқанлиқи мәлум болсиму, бу диалог изчил давам қилмақта.