Ғулҗа вәқәсиниң 20 йиллиқи мунасивити билән германийәдә намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.02.05
germaniye-munich-ghulja-weqesi-namayish-2017-2.jpg Ғулҗа вәқәсиниң 20 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән германийәдики намайиш
RFA/Ekrem


4-Феврал күни ғулҗа вәқәсиниң 20 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар намайиш елип барди.

1997-Йили 5-феврал күни ғулҗида йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәсиниң 20 йиллиқни хатириләш йүзисидин германийәниң мюнхен шәһиридики хитай баш консулханиси алдида мюнхен һәм әтрап шәһәрләрдин кәлгән уйғурлар һәмдә бир қисим түрк тәшкилатлириниң вәкиллириниң иштиракида 100 әтрапида киши 4-феврал күни наразилиқ намайиши елип барди.

Бу намайишни д у қ баш шитабиниң тәшәббуси билән явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати уюштурған болуп, намайишқа көп санда аяллар вә балиларму қатнашқан иди. Ай юлтузлуқ көк байрақ вә түрлүк лозункиларни көтүрүшкән намайишчилар германчә, уйғурчә, хитайчә тилларда шуарлар товлап, консулхана алдини ләрзигә салди.

Намайиш башлиништин илгири, д у қ рәһбәрлири вә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң башлиқлири бундин 20 йил илгири ғулҗида йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәлириниң җәрянидин мәлуматлар берип, хитай һакимийитини әйиблиди. Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда бүгүнки бу намайишниң әһмийити һәққидә тохталди.

Намайиш җәрянида явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәндим бир күн илгири хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң “ғулҗа қәтлиами”ниң 20 йиллиқи мунасивити билән елан қилған ахбаратини җамаәткә оқуп бәрди. Ахбаратта хитай һөкүмитиниң бундин 20 йил муқәддәм ғулҗида қирғинчилиқ елип барғанлиқини билдүрди. Әсқәрҗан әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, бу нуқтиниму тәкитләп өтти.
Ғулҗа вәқәсиниң 20 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән германийәдики намайиш
Бу қетимқи намайишни тәшкиллигән явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси турғунҗан алавудун һаҗимму зияритмизни қобул қилип, бу хилдики вәқәләрни хатириләш паалийәтлирини бундин кейин йәниму күчәйтидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Намайиш җәрянида сөзгә тәклип қилинған “илһам тохти горупписи”ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиму җамаәткә нутуқ сөзләп, уйғур тарихида болуп өткән инқилаплар вә қанлиқ бастуруш вәқәлирини хатириләшкә уйғур җамаитиниң йәниму җиддий көңүл бөлүшини тәләп қилди. Әнвәрҗан әпәнди бүгүнки намайиш үчүн “илһам тохти горупписи” намидин мәхсус қара гүлчәмбирәк вә тәшкилатниң символи чүшүрүлгән лозункини биргә елип кәлгән иди.

4-Феврал чүштин кейин саәт 3 билән башланған намайиш 4:30 да ахирлашти. Намайиштин кейин өз алдиға уйғур ашханиси ачқан розимәмәт әпәнди йирақ-йеқиндин кәлгән уйғурларға дастирхан салди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.