Голландийә уйғурларни қайтурмайду !

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.05.02
gollandiye-uyghur-yardem-gheyret-305.png Голландийәдики ушбу паалийәттин бир көрүнүш
Photo: RFA

Голландийә һөкүмити вә парламентидин тәшкил тапқан мәхсус өмәк - 3 май хитай билән кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүшкә маңидиған болуп, вәкилләр меңиштин бир күн бурун голландийәдики уйғур вә тибәт вәкиллири билән учришиш елип берип пикирләшкән.

Парламент әзалириға голландийәдики уйғурлар мәсилиси, уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә доклат сунған уйғур вәкилләрдин голландийә уйғур бирлики баш катипи ғәйрәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, сиясий илтиҗаси һәл болмай туруватқан барлиқ уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини вә уларниң сиясий панаһлиқ мәсилисиниң пат арида бирақла һәл болидиғанлиқидин үмид зор икәнликини билдүрди. Буниң алдида голландийәдә туруп бир қанчә йиллардин буян хитайға җасуслуқ қилған икки уйғур тәрҗиман сәвәблик, - 5 июл вәқәсиниң алди - кәйнидә голландийәгә келип сиясий панаһлиқ илтимас қилған 400дин артуқ уйғурниң илтиҗа ишлири тосқунлуққа вә рәт қилишларға учрап кәлгән иди. Нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрә бу һәқтә тәпсилий мәлумат бериду.

Йеқинқи йилларда, болупму - 5 июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан бесим сияситидин қечип түрлүк йоллар яврупа дөләтлиригә чиқиватқан уйғурлар күпәйди, әмма голландийәдә сиясий панаһлиқ тиләп қалған уйғурларниң илтиҗа ишлири башқа дөләтләрдикидәк оңушлуқ болмиди, илгири - ахир төт йүздин артуқ, көпинчиси яшларни тәшкил қилған уйғурларниң мәсилиси һәл қилинмай, һәтта бир қисми хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлди, хәтәр астида қалған бу уйғурларниң тәқдири мәсилиси үчүн уйғур тәшкилатлири, инсан һәқлири паалийәтчилири голландийәдики уйғурларни хитайға қайтурмаслиқини, уларни хитайға қайтурғанда хәвп астида қалидиғанлиқини оттуриға қоюп, уйғурларниң сиясий панаһлиқ илтиҗасини мувапиқ һәл қилишни изчил тәләп қилип кәлгән иди.

Йеқинда голландийә һөкүмитиниң көчмәнләр идарисиға тәрҗиманлиқ қиливатқан икки уйғурниң әмәлийәттә хитай җасуслири икәнлики, уларниң сиясий панаһлиқ тилигән уйғурлар һәқиқидики учурларни хитайға йәткүзгәнлики паш болуши билән голландийәдин панаһлиқ тилигән уйғурларниң илтиҗасиниң немә үчүн тосқунлуққа учриғанлиқи су үстигә чиқти вә голландийә һөкүмити өз вақтида сиясий панаһлиқини рәт қилған уйғурларға қайтидин көңүл бөлүшкә башлиди.

Голландийә парламент әзалиридин тәшкил тапқан бир сөһбәт өмики хитайға меңиш алдида болуп, йолға чиқиш алдида голландийә парламентида уйғур вә тибәт вәкиллири билән пикирләшкән, вә мухбирларни күтивелиш йиғини уюштурған, бу паалийәтләргә голландийәдики уйғурларға вакалитән қатнашқан голландийә уйғур бирликиниң баш катипи ғәйрәт әпәнди, парламент әзалириниң сиясий панаһлиқ ишлири җасусларниң бузғунчилиқлири қатарлиқ сәвәбләр түпәйли тосалғуға учриған уйғурларниң голландийәдә панаһлиниш мәсилиниң пат арида һәл болидиғанлиқини тилға алғанлиқини билдүрди:

Рабийә қадир ханим голландийәдә бир қанчә йилдин буян әндишә ичидә турған уйғур илтиҗачилар мәсилисиниң уйғурлар үчүн вә өзи үчүн муһим бир мәсилә болуп кәлгәнликини, буниң һәл болушиға зор үмиди барлиқини билдүрди:

Голландийәдики уйғур җамаити ичидин икки нәпәр хитай җасусниң байқилиши, бир тәрәптин уйғурларда нәпрәт вә әндишиләр қозғиған болса, йәнә бир тәрәптин бир қанчә йилдин буян сиясий панаһлиқ мәсилиси һәл болмай теңирқаш ичидә қалған уйғурларға башқидин үмид елип кәлгән иди, голландийәгә йәрләшкән бир уйғур ханим, уйғурларниң сиясий панаһлиқ ишлири һәл болмай келиватқанлиқидин әндишилинип кәлгәнликини, әмма йеқиндин буян уйғурларниң сиясий панаһлиқ мәсилилири һәққидики хәвәрләрдин зор үмид вә хошаллиққа чөмгәнликини билдүрди:

Бу нөвәт хитайда зиярәттә болидиған голландийә парламент вәкиллири - 3 май хитайға қарап йолға чиқиду, әмма уларниң хитайға қаратқан икки һәптилик зиярити давамида уйғур ели вә тибәткә бериши чәкләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.